Беркелий университетида уйғурлар мәсилиси тонуштурулди
2019.03.06
6-Март күни чүштин кейин америкидики әң даңлиқ алий мәктәпләрдин болған калифорнийә университетиниң беркелий шөбисидә “хитайдики уйғур кризиси” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.
Америкидики уйғур сиясий паалийәтчи рошән аббас вә йетиливатқан уйғуршунас дарен байлер айрим-айрим һалда уйғурларниң һазирқи әһвали, хитай һөкүмитиниң уйғурларни сиясий, иқтисад, мәдәнийәт җәһәтләрдә қандақ бастуруватқанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди.
Рошән аббас йиғиндин кейин бу һәқтә мәлумат берип, өзиниң нуқтилиқ һалда хитай һөкүмити иҗра қиливатқан бастурушниң муһаҗирәттики уйғур өсмүрлиригә вә уйғур җамаитигә маддий вә роһий җәһәттин қандақ бузғунчилиқларни елип кәлгәнликини әмәлий мисаллар арқилиқ баян қилғанлиқини сөзләп бәрди.
Доктор даррен байлер өзиниң йеқинқи мәзгилләрдики издинишлиригә асасән уйғур дияридики зор бөһранниң мәдәнийәт вә сәнәт саһәсидики әһвалини, уйғур зиялийларниң зор санда лагерларға қамилиши қатарлиқ әһвалларни йиғин әһлигә тонуштурған.
Йиғин җәрянида улар һәрқайси җайлардики илмий хадимларни, җүмлидин беркелий университетидики оқутқучи вә оқуғучиларни уйғурлар дуч келиватқан иҗтимаий бөһранға қарита қолидин келишичә ярдәмдә болушқа чақирған.
Мәлум болушичә, бу қетимқи йиғинни беркелий университети қармиқидики “кишилик һоқуқ мәркизи” орунлаштурған болуп, бу уйғур җәмийити дуч келиватқан сиясий бөһранни америкидики илмий саһәгә аңлитишта оттуриға чиққан йәнә бир тиришчанлиқ һесаблинидикән. Нөвәттә буниң уйғур давасини техиму көп америкилиқларға билдүрүштә зор әһмийити барлиқи мөлчәрләнмәктә.









