Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори динға етиқад қилғучиларни уйғурларға көңүл бөлүшкә чақирди

Мухбиримиз ирадә
2019.05.14

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат дуняниң һәрқайси җайлиридики динға етиқад қилғучиларни уйғур мусулманлири учраватқан зулумға қарап турмаслиққа чақирди.

Өмәр қанат әпәнди 14-май күни, американиң “йәршари почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита иҗра қиливатқан миллий вә дини бастуруш сиясәтлири вә шундақла лагерлар мәсилиси һәққидә мәлумат бәргән.

У мақалисидә, дунядики охшимиған динларға тәвә болған хәлқләр өзлириниң дини ибадәтлирини әркин азадә бәҗа кәлтүрүватқан бир мәзгилдә, уйғур мусулманлириниң рамизан ейида рози тутушқиму мувәппәқ болалмайватқанлиқини тәкитлигән.

У мақалисидә, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғур хәлқи вә уйғур дини затлириға салған зиянлирини мисал билән баян қилип, дуняниң һәрқайси җайлиридики барлиқ динға ишәнгүчи аммини бу мубарәк айда уйғурларниң дини әркинликини қоллашқа вә уларниң әһвалиға көңүл бөлүшкә дәвәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.