Америка оттура вә җәнубий асия дөләтлирини хитайниң уйғурларни бастурушиға инкас билдүрүшкә чақирди
2019.06.07
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң җәнубий вә оттура асия ишлириға мәсул муавин ярдәмчи министири дәйвид рәнз оттура вә җәнубий асия дөләтлирини хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә инкас қайтурушқа чақирған.
Дәйвид рәнз бу чақириқини 6-июн вашингтонда өткүзүлгән “хитайдики явузлуқларға қарши турайли: уйғур киризисигә қарита йәршари характерлик инкас” намлиқ йиғинда нутуқ сөзлигәндә тәкитлигән. У “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрниң кишилик һоқуқ, дини әркинликини қаттиқ дәпсәндә қилиши, пүткүл районға тәсир қиливатқан җиддий мәсилигә айланғанлиқи” ни билдүрүп, “биз хитайни бу бастуруш һәрикитигә хатимә беришкә чақиримиз. Лагерларда халиғанчә тутуп турулуватқан бир милйондәк тутқунни дәрһал қоюп беришкә шуниңдәк бу мәсилидә һөкүмәтләрни вә дуняни бизгә иштирак қилишқа үндәймиз” дегән.
Дәйвид рәнзиниң илгири сүрүшичә, хитайда диний әркинликниң начарлишип кетиши, җүмлидин һөкүмәтниң уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни җазалашни күчәйтиши хитай билән болған ноқул икки тәрәплимилик мәсилә әмәс икән. У буниң район характерлик вә дуняви мәсилә икәнликини тәкитлигән. У йәнә өзиниң буниңдин 25 йил аввал қәшқәрни зиярәт қилғанлиқи, бу 25 йил мабәйнидә қәшқәр кочилирида вә пүткүл районда йүз бәргән өзгиришни тәсәввур қилиш мүшкүллүкини билдүрүп, “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики мусулман аз санлиқ милләтләрни тутқун қилиши, тәқиб қилиши вә вәһимә селиши уларниң кимликини мәқсәтлик йоқитишқа урунуватқанлиқини ипадиләйду” дегән.
Дәйвид рәнз йәнә қазақистан һөкүмитини махтап, униң хитайниң уйғур вә башқа мусулман аз санлиқларни қайтуруп бериш тоғрисидики бесимиға тез пүкмәй, сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни қоғдиғанлиқиға миннәтдар икәнлики, башқа дөләтләрни қазақистандин үлгә елишқа чақиридиғанлиқини билдүргән. Дәйвид рәнз д у қ ниң 6-июн өткүзүлгән “хитайдики явузлуқларға қарши турайли: уйғур киризисигә қарита йәршари характерлик инкас” намлиқ йиғинда нутуқ сөзлигән юқириқи дәриҗилик америка һөкүмәт әмәлдарлириниң биридур.









