Б д т хәвпсизлик кеңишидә америка вә германийә хитайни уйғурлар мәсилисидә қаттиқ әйиблиди

2-Июл күни бирләшкәт дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш штабида өткүзүлгән хәвпсизлик кеңишиниң йиғинида америка вә германийә вәкиллири хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерға қамиши һәмдә уларни әң әқәллий һәқләрдинму мәһрум қалдурушини қаттиқ әйиблиди.

2-Июл күни бирләшкәт дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш штабида өткүзүлгән хәвпсизлик кеңишиниң йиғинида америка вә германийә вәкиллири хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерға қамиши һәмдә уларни әң әқәллий һәқләрдинму мәһрум қалдурушини қаттиқ әйиблиди.

Ройтерс агентлиқиниң 2-июл күнидики йиғинға қатнашқан бир қисим чәтәл депломатлириниң баянлиридин нәқил кәлтүришичә, шу қетимлиқ йепиқ йиғиниға б д т хәвпсизлик кеңишигә әза 15 дөләтниң вәкили қатнашқан икән. Йиғинда америка қошма штатлириниң б д т да даимий турушлуқ мувәққәт баш әлчиси җонасан коен хитай һөкүмитини “уйғурларға зулум қилиш вә хорлаш қилмишлири садир қиливатисиләр,” дәп қаттиқ ибариләр билән әйиблигән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң б д т да даимий турушлуқ баш әлчиси ма җавшү өктәмлик билән җаваб қайтуруп “америка вә германийәниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң йиғинида башқа дөләтләрниң ички ишлириға мунасивәтлик мәсилиләрни тәкитләш һәққи йоқ,” дәп турувалған.

Америка ташқи ишлар министирлиқи бу вәқә һәққидә ройтерс агентлиқиниң соаллириға җаваб берип “америка һөкүмити хитайниң уйғурларға қарши бу хилдики зулум һәрикитидин шундақла чәтәлләрдики уйғурларни хитайға қайтишқа мәҗбурлаш қилмишидин бәкму әндишә қиливатиду. Шуңа биз бу мәсилини хәвпсизлик кеңишидә оттуриға қойдуқ,” дегән.

Өткән айда америка, әнглийә вә башқа ғәрб дөләтлири б д т террорлуққа қарши туруш ишханисиниң мудири виладимир воронковниң аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” ни зиярәт қилишиға қарши турған иди. Улар бу зиярәтниң хитай һөкүмити қиливатқан ишларни “йоллуқ” дәп тәтүр хуласә чиқиришидин әндишә қилған иди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири җон сулливан бу сәпәр башланмай турупла б д т баш катипи антонйо гуттерис билән сөзлишип “хитай һөкүмити изчил уйғурларға йүргүзүватқан зулум сияситини қанунлуқ болған террорлуққа қарши һәрикәт дәп тәсвирләп кәлмәктә,” дәп көрсәткән иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org