Уйғур мәсилиси сузан райс билән хитайниң пакистандики муавин баш әлчиси оттурисида тоқунуш пәйда қилди

Мухбиримиз әркин
2019.07.15

Уйғур мәсилиси америкиниң сабиқ дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси сузан райис билән хитайниң пакистанда турушлуқ муавин баш әлчиси җав лиҗйән оттурисида кәскин сөз урушини кәлтүрүп чиқарған.

Сөз урушиға б д т кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ 22 дөләтниң баш әлчилириниң йеқинда язған уйғурлар һәққидики бирләшмә мәктуби вә җа лиҗйәнниң твиттирда униңға язған инкас сәвәб болған. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң 15‏-июл хәвәр қилишичә, сузан райис җав лиҗйәнниң язған инкасини “рәзил ирқчилиқ” дәп тәнқидлигән.

Өткән һәптә әнглийә, японийә, германийә қатарлиқ ғәрбтики 22 дөләтниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидики баш әлчилири б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел башилейтқа бирләшмә мәктуп йезип, хитайниң лагерларни тақишини, уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилишқа хатимә беришини, б д т ниң уйғур районида тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшини тәләп қилған. Бу мәктуп хәлқара таратқуларда қаттиқ ғулғула қозғиған. Арқидинла шималий корейә, сәуди әрәбистан, пакистан, сүрийә, русийә қатарлиқ 37 истибдат дөләт хитайниң уйғур районидики сияситини қоллайдиғанлиқини елан қилғаниди.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, җав лиҗйән твиттирға йоллиған 37 дөләтниң мәктупини “америка вә ғәрбниң качитиға бир шапилақ салғанлиқи” дәп тәриплигән. У инкасида “вашингтонда ақлар һечқачан униң ғәрбий җәнубидики районларға өтмәйдиғанлиқи, чүнки, бу районларда қарилар вә латинларниң яшайдиғанлиқи, вашингтонда қарилар кәлсә ақлар кетидиғанлиқи, қара тәнликләр аилиләр көчүп киргән районларда өй баһаси чүшүп кетидиғанлиқи” ни илгири сүргән. Сузан райис йәкшәнбә күни җав лиҗйәнниң бу сөзини қаттиқ тәнқидләп: “сән бир рәзил ирқчи. Шундақла чөчүтәрлик дәриҗидә қалақ бири. Нормал әһвалда болған болса, сән қарши елинмайдиған адәм, дәп елан қилинған болаттиң” дегән. Сузан райис йәнә хитайниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси суй тйәнкәйгә чақириқ қилип, җав лиҗйәнниң чақиртилип кетиши керәкликини билдүргән.

Сузан райис билән җав лиҗйән оттурисидики сөз уруши хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғур вә башқа хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғурлар омумйүзлүк тәқиб астиға елинған, очуқ ашкара ирқий кәмситишкә учраватқан мәзгилдә партлап, көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.