Маһатирниң уйғурлар һәққидики соалларға бәргән еһтиятчан җаваби тәнқидкә учриди

Мухбиримиз ирадә
2019.08.01

Малайсия баш министири маһатир моһәммәдниң уйғурлар һәққидики соалларға җаваб бәргәндә наһайити еһтиятчанлиқ билән гәп қилиши диққәт қозғиди.

У, чаршәнбә күни “TRT WORLD” мухбирлириниң зияритини қобул қилғанда, мухбирлар униңдин немә үчүн мусулман дөләтләрниң хитайниң уйғур елидики сиясәтлиригә вақтида инкас қайтурмайватқанлиқини вә немә үчүн малайсияниң 22 дөләт тәрипидин қол қоюлған имзалиқ хәттә орун алмиғанлиқини сориған.

Маһатир муһәммәд буниңға “биз қилалайдиған ишимизни қилимиз. Қарап туруп, тухумни ташқа уридиған ишни қилмаймиз” дәп җаваб бәргән.

У йәнә өзиниң хитай һөкүмитини тәнқидләштин аввал йәниму көп учурға еһтияҗи барлиқини, күчлүк дөләтләр билән муамилә қилғанда әһвалға қарап туруп иш көрүш керәкликини билдүргән. У “биз хитай һөкүмити әйибләшкә учраватқан мәсилиләрниң бәзилирини ениқлап чиқишимиз керәк. Әлвәттә, улар рәт қилиду. Мәнчә, бу мәсилидә бизниң зиддийәтлишиш әмәс, бәлки кеңишишимиз вә у йәрдә әмәлийәттә йүз бериватқанларни оттуриға чиқиришимиз керәк. Биз хитайни тәнқидлисәк болиду, әмма тәнқидләш билән иш таң атмайду,” дегәндәк сөзләрни қилған.

Маһатир муһәммәдниң юқириқи җаваби кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң муавин башлиқи фил робертсон бу һәқтә тохтилип “маһатир муһәммәдкә охшаш мәрданилиқи билән тонулған кишиләрниңму хитайға кәлгәндә тилини чайнап қелиши хитай һөкүмитиниң тәнқидий авазларни өчүрүш үчүн қандақ һәрикәтләрни қиливатқанлиқини ениқ ипадиләп турмақта” дегән. У йәнә дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органларниңму хитайниң уйғур мусулманлириға қиливатқан зулумини тәнқидлимәйватқанлиқи, малайсияниң һәрикитиниңму худди юқириқи бу органға охшайдиғанлиқини ипадә қилған.

Малайсиядики “мусулман гуруппилар бирлики” ниң башлиқи аминуддин йәһя болса маһатир муһәммәдниң сөзини тәнқидләп “хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан зулумини испатлайдиған нурғун мәнбәләр бар. Бу дегән бир сиясий мәсилә әмәс. Малайсия һөкүмити мусулманларға қилиниватқан бундақ муамилигә болған наразилиқини хитайға очуқ ипадә қилиши керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.