Д у қ германийә баш министирини уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди

Мухбиримиз әзиз
2019.09.04

Германийә баш министири ангила меркел 5-сентәбирдики хитай зияритигә меңишниң алдида д у қ уни хитай рәһбәрлири билән болған учришишта уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди.

Д у қ ниң 3-сентәбир тарқитилған бу һәқтики баянатида “хитай билән болидиған сода мунасивитини ‛даимий ишлар‚ дәп қарашқа хатимә бериш вә бир милйондин үч милйонғичә болған лагер тутқунлириниң сориқини қилиш” тәләп қилинған.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса бу һәқтә сөз қилип: “германийә һөкүмитиниң бейҗиң даирилирини уйғурларға қаратқан сиясәтлирини өзгәртишкә чақириқ қилип қоюши купайә қилмайду. Уйғурлар мәсилиси буниңдинму қаттиқрақ шәкилдә оттуриға қоюлуши лазим” деди. Шуниңдәк волксваген ширкитиниң баш директориниң “уйғурларниң ишидин хәвәрсизкәнмән” дегән сөзини “қәтий қобул қилишқа болмайдиған һадисә” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.