Уйғурларға қаритилған назарәт дуняға техиму көп бишарәтләрни йоллимақта
2020.08.31
Өткән бирнәччә йилда уйғурлар диярида системилиқ һалда бәрпа қилинған ғайәт зор назарәт механизиминиң маһийәттә мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш вә лагерларға қамап җисманий хорлуққа мәһкум қилишниң алдинқи басқучи болуп келиватқанлиқи һәмдә буниң дуня үчүн немиләрдин бешарәт болуватқанлиқи изчил муһакимә темилиридин болуп кәлмәктә. Йетиливатқан уйғуршунас дәррен байлерниң “нәзәр” журнилида 28-авғустта елан қилинған бу һәқтики мақалисидә мушу мәсилә йәнә бир қетим тәпсилий шәрһләнди.
Дәррен байлер бу қетим қазақистанда өзи биваситә сөһбәттә болған чолпан амиркен исимлик қазақ аялниң кәчүрмишлирини мәркәз қилған һалда уйғурлар дияридики омумий назарәт механизиминиң хитай һөкүмити үчүн қандақ хизмәт қиливатқанлиқини баян қилип бәрди. Шу қатардики һадисиләрдин хитай даирилириниң даимлиқ рәвиштә кишиләрниң телефонлирини тәкшүрүп туруши, кишиләрниң янфон вә башқа електронлуқ үскүнилиридә сақлиниватқан ислам темисидики язмиларниң сани бәштин ашқанлириға “террорлуқ вә әсәбийлик” бойичә қамаққа һөкүм қилиш, бәшниң астидикилирини “қайта тәрбийәләш” кә йоллаш, шуниңдәк ислам һәққидики һәрқандақ язминиң “террорлуқ” қа бағлинидиғанлиқи һазир һәммигә мәлумлуқ саватқа айлинип қалған.
Апторниң баян қилишичә, өткән атмиш йил мабәйнидә уйғурларниң мәвҗутлуқиға “аптономийә” шәклидә сүкүт қилип кәлгән хитай һөкүмити әмдиликтә “ғәрбни зор көләмдә ечиш” тин кейинки “бир бәлвағ бир йол” қурулуши баһанисидә уйғур вә башқа түркий хәлқләрдики ислам диниға бағлинишлиқ барлиқ мәзмунларни “террорлуққа қарши уруш” шәклидә йоқитишқа киришкән. Бу хил “террорлуқ вә әсәбийлик” қилмишлирини бих һалитидә байқаш үчүн хитай һөкүмити ғайәт зор мәбләғ сәрп қилиш бәдилигә назарәт системисини асас қилған йеңи санаәт йүзлинишини барлиққа кәлтүргән. Буниң билән 2016-йилиниң өзидә 52 милярд америка доллири қиммитидики бихәтәрлик техникиси қурулуши уйғурлар диярида ишқа кириштүрүлгән һәмдә “әсәбийликниң 75 хил ипадиси” байқалған кишиләрни алди билән көзитиш нишани қилған. Буниң билән камера орнитилмиған һеч булуң қалмиған, биологийәлик учурлири елинмиған һечким қалмиған.
Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити бәрпа қилған “бирләшмә уруш суписи” әнә шу хилдики көп қатламлиқ назарәт системисиниң ядроси болуп, һәрқандақ кишиниң һәрқандақ паалийити һәрқачан һөкүмәтниң назарити астида болуш толуқ ишқа ашқан. Хитай һөкүмити буниңғиму қанаәт қилмай йәнә кишиләрниң өйлиригә “хитай чоң ака” ларни “туғқан болуш” шәклидә орунлаштурған. Буниң билән хитай һөкүмити асанла “ишәнчсиз” кишиләрни байқиялайдиған һәмдә уларни лагерға йоллиялайдиған сәвийигә йәткән. Бунииң билән 2017-йилидин 2019-йилиғичә болған арилиқта 340 миң киши муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Милйонларчә киши болса лагерларға йолланған.
Аптор мақалисиниң ахирида хоңкоңдики демократийә намайишида оттуриға чиққан “шинҗаңниң бүгүни хоңкоңниң әтисидур” дегән шоарни мисал қилиш арқилиқ хитайдин үлгә алған назарәт механизиминиң нөвәттә дуня миқясида омумлишишқа башлиғанлиқини, бу һалниң давам қилишиға йәнә сүкүт қилинса буниң немидин дерәк беридиғанлиқини кишиләрниң обданрақ ойлинип көрүши лазимлиқини алаһидә тәкитләйду.