Хитайларниң доклатида уйғурлар нопусиниң кемәйгәнлики тилға елинди

Мухбиримиз әзиз
2020.09.04

Хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғур диярида түрлүк қәбиһ вастиларни қоллинип, уйғурлар нопусиниң көпийишини чәклишини бир қисим мутәхәссисләр “нопус қирғинчилиқи” дәп атиған иди. 3-Сентәбир күни хитай һөкүмитиниң мәхсус мушу мәсилигә қайтурған инкаси сүпитидә үрүмчи шәһиридики “шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси” тәйярлап чиққан “чәтәл күчлириниң шинҗаң нопуси һәққидә от қуйруқлуқ қилиши һәққидики тәтқиқат доклати” елан қилинди.

Доклатта асаслиқи германийәлик мутәхәссис адрян зензниң мақалилиригә һуҗум қилинған һәмдә униң әсәрлирини “ақ-қарини астин-үстүн қиливетиш арқилиқ ирқий қирғинчилиқ нәзәрийисини тәрғиб қилмақчи болған” дәп тәнқидлигән. Шундақла уйғурлар нопусиниң көпийиши әмәлийәттә изчил көпийиш һалитидә болуп кәлгән, дегәнни алға сүргән.

Һалбуки, хитай һөкүмитиниң доклатида уйғур дияридики уйғурлар нопусиниң 2018-йилида көрүнәрлик төвәнләп кетиши һәққидә алаһидә тохтилип, 2017-йлиға қариғанда шу йили 120 миң бовақниң кәм туғулғанлиқи ейтилған. Шундақла буниң сәвәби һәққидә сөз қилип “илгирики вақитларға қариғанда пиланлиқ туғут сияситиниң толуқ иҗра қилиниши һәмдә һәр милләт хәлқиниң пәрзәнтлик болуш чүшәнчиисидики өзгиришниң нәтиҗиси” дейилгән.

Муһаҗирәттики уйғур аяллиридин көплигән шаһитлар хитай һөкүмиитиниң узун йиллардин буян уйғурларниң нопусини чәкләш үчүн түрлүк теббий вастиларни қоллинип кәлгәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргән иди. Вашингтон шәһиридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати” ниң директори өмәр қанат бу һәқтә сөз қилип: “хитай һөкүмитиниң теббий вастилар арқилиқ қирғинчилиқ қилиштәк қәбиһликини йошурушқа урунуши ‛күнни етәк билән япқили болмас‚ дегәндәк бир иш. Хитай буниң җавабкарлиқидин қечип кетәлмәйду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.