Канаданиң торонто шәһиридин пайтәхти оттаваға пиядә маңған уйғур паалийәтчи сәпирини ғәлибилик ахирлаштурған
2021.07.19
Канадада һөкүмитини уйғурларниң “ирқий қирғинчилиққа” учраватқанлиқини етирап қилишқа чақиришни мәқсәт қилип буниңдин 2 һәптә аввал канаданиң торонто шәһиридин пиядә йолға чиққан уйғур паалийәтчи билал малик уйғур, 380 километирлиқ мусапини ғәлибилик бесип, 19-июл канада пайтәхти оттаваға йетип кәлгән. Билал малик уйғурниң оттава шәһиридики ахирқи мәнзили канада баш министирлиқ мәһкимисиниң алди болуп, уни бу орунда торонто, монтериял, канаданиң лондон қатарлиқ шәһәрлиридин кәлгән уйғурлар күтүвалған.
Билал малик уйғур “әркинлик марши” дәп аталған 15 күнлүк сәпиридә йол бойи йәрлик сиясәтчиләр билән алақилишип, уларни канада һөкүмитигә канада парламентиниң бу йил апрелда мақуллиған хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқанлиқи һәққидики қарарини иҗра қилишқа бесим ишлитишкә чақирған. У илгири радийомизға өзиниң бу һәрикити арқилиқ “канадалиқларниң уйғур мәсилисигә болған диққитини қозғаш” ни, шундақла баш министир трудеони “уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи” ни етирап қилишқа чақиришни көзләйдиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, билал малик уйғур 19-июл шу йәрниң вақти әтигән саәт 11:00 ләрдә баш министирлиқ мәһкимиси алдиға йетип келип, бу йәрдики намайишчиларға қошулған шундақла өзлириниң тәлипи әкс әттүрүлгән бир мәктупни канада баш министирлиқ мәһкимиси хадимлириға тапшурған. “канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси туйғун абдувәли 19-июл радийомизға марафон йүрүшиниң “интайин мувәппәқийәтлик” болғанлиқи вә “мәқсәткә йәткәнлики” ни билдүрди.