Америка: америка вә башқа дөләтләр уйғурларға сиясий панаһлиқ бериштә хитайниң рухситигә еһтияҗлиқ әмәс

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.07

Америка ташқи ишлар министирлиқи тайландниң 40 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини әйибләп, тайландниң б д т тән җазасиға қарши туруш әһдинамисигә хилаплиқ қилғанлиқи, америка вә башқа дөләтләр уйғурларға сиясий панаһлиқ бериштә хитайниң рухситини елишқа еһтияҗлиқ әмәсликини билдүргән.

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи тайланд муавин ташқи ишлар министириниң, “һечким уйғурларни қобул қилиш үчүн җиддий илтимаста болмиди”, дегән сөзигә инкас билдүргән. Тайланд даирилири алдида, 27-феврал күни хитайға қайтуруп бәргән 40 уйғурниң “өз ихтиярлиқи билән қайтқанлиқи”, чүнки уларни қобул қилидиған һечқандақ дөләт чиқмиғанлиқини илгири сүргән болса, арқидин, американиң кәм дегәндә бир қетим, шундақла башқа бир қанчә дөләт билән бирликтә бир нәччә қетим тайланд һөкүмитигә уйғурларни орунлаштуруш тоғрилиқ тәклип сунғанлиқи, әмма әмма баңкок һөкүмитиниң җаваб бәрмигәнликини ашкарилиған.

Тайланд һөкүмити даирилири бәзи дөләтләрниң уйғурларни қобул қилиш тәклипи бәргәнликини етирап қилған болсиму, әмма уларниң җиддий илтимаста болмиғанлиқи, өзлириниң бейҗиңниң “өч елиши” дин сақлиниш үчүн уйғурларниң хитайға қайтурулғанлиқини билдүргән.

Тайланд муавин ташқи ишлар министири раст чаличандра йәнә буниң тайланд мәнпәәтигә хизмәт қилидиған “әң тоғра таллаш икәнликини илгири сүрүп, “әгәр 3-дөләт уларни қобул қилишта һәқиқәтән җиддий болса, улар хитай билән сөзлишип, тайландниң бу уйғурларни 3-дөләткә әвәтишигә разилиқ елиши керәк иди” дегән.

Лекин бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқи америка вә башқа дөләтләрниң уйғурларға панаһлиқ бериштә хитайниң рухситини елишқа еһтияҗлиқ әмәсликини ейтқан. Америка ташқи ишлар министирлиқи мундақ билдүргән: “шәхсләрниң қайтурулса җазалиниш яки тән җазасиға учраш хәвпи болған җайларға қайтурулмаслиқиға капаләтлик қилиш мәҗбурийитини, җазалиғучи дөләт билән музакирә қилишқа болмайду.”

Тайландниң 27-феврал 40 уйғурни хитайға қайтуруши америка, канада, явропа иттипақи, әнглийә қатарлиқ ғәрб һөкүмәтлири шуниңдәк кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә б д т кишилик һоқуқ алий комиссари, мусапирлар ишлири алий комиссари қатарлиқларниң тәнқидигә учриған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.