H&M “шинҗаң пахтиси” һәққидики сөзи түпәйли хитайдики 20 дукинини тақашқа мәҗбур болған

Шиветсийәниң дуняға даңлиқ H&M ширкити уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисидики сөзи түпәйли хитай даирилири вә хитай таратқулириниң һуҗум нишаниға айлинип, хитайдики 20 дәк дукинини тақашқа мәҗбур болған.

Шиветсийәниң дуняға даңлиқ H&M ширкити уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисидики сөзи түпәйли хитай даирилири вә хитай таратқулириниң һуҗум нишаниға айлинип, хитайдики 20 дәк дукинини тақашқа мәҗбур болған. “ню-йорк вақти гезити” ниң өткән һәптә ашкарилишичә, H&M мениң хитайда 500 дәк дукини бар болуп, улардин 20 дәк дукан тақалған. Тәйвән таратқулириниң хәвәрлиридә, бу дуканларниң бәзилириниң иҗарә бәргүчи орунниң тохтамни бузуп, дуканни қайтурувелиши сәвәблик тақалғанлиқи билдүрүлгән.

Йеқинда H&M, найки, адидас, йеңи баланс, бурберий қатарлиқ хәлқара “сүпәтлик пахта тәшкилати” ға әза болған даңлиқ хәлқара маркилар өзлириниң “шинҗаң пахтиси” ға болған әндишилирини ипадилигән яки “шинҗаң пахтиси” ни ишләтмәйдиғанлиқини билдүрүшкәниди. Бирақ хитай таратқулири хитай пуқралирини бу ширкәтләрниң мәһсулатлирини байқут қилишқа чақирған. Буниң алдида америка, канада, әнглийә вә явропа иттипақи хитайниң уйғурларға қаратқан “ирқий қирғинчилиқи” да җавабкарлиқи бар 4 хитай әмәлдари вә бир һөкүмәт аппаратини җазалиғаниди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң H&M қатарлиқ ширкәтләрни байқут қилиши ғәрбниң хитай әмәлдарини җазалишиға қарши хитай һөкүмити орунлаштурған пиланлиқ һәрикәт болуп, бу арқилиқ башқа хәлқара ширкәтләрниңму “шинҗаң пахтиси” ни рәт қилишиниң алдини елишни мәқсәт қилғаникән. Көзәткүчиләр, нөвәттә хитай һөкүмити 2017-йилиниң алдида-кәйнидә “һәқсиз” яки “әрзан әмгәк күчи” билән тәминләшкә вәдә берип, уйғур илиға йөткәп кәлгән хитай пахта тоқумичилиқ карханилириниң җиддий риқабәткә дуч кәлгәнликини билдүрмәктә.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org