Японийәниң әң чоң пәмидур қиями ширкити “шинҗаң пәмидури” ни импорт қилишни тохтатқан
2021.04.14
Японийәниң әң чоң пәмидур қиями шеркити-кагоме “шинҗаң пәмидури” ни импорт қилишни тохтитип, хитайниң уйғурларни хорлиши сәвәблик уйғур елида ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилишни тохтатқан ғәрб ширкәтлириниң сепигә қошулған.
Көзәткүчиләрниң ейтишичә, бу хитайниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ саһәлиригә берилгән йәнә бир зәрбә икән. “никей асия” ториниң хәвәр қилишичә, кагоме ширкитиниң бир вәкили пәмидур баһаси вә сүпити билән биргә “кишилик һоқуқ мәсилисиму бу қарарниң чиқирилишидики бир амил болғанлиқи” ни ейтқан.
Кагоме ширкити уйғур мәсилиси түпәйли уйғур ели билән сода қилишни тохтатқан японийәдики тунҗи чоң ширкәт, дәп қаралмақта. Көзәткүчиләрниң ейтишичә, “шинҗаң пәмидури” кагоме мәһсулатлириниң бир пирсәнтигә йәтмисиму, бирақ униң қарариниң симвуллуқ әһмийити зор икән. Кагоме ширкити бу қарарини японийә баш министири юшиһиде суганиң 16-април америкада зиярәттә болушиниң алдида елан қилған.
Бирләшмә агентлиқиниң йеқинда бәргән хәвиридә ейтилишичә, баш министер суга билән президент байденниң сөһбитидә уйғурлар мәсилисиму күнтәртипкә келидикән. Хитай ташқий ишлар министири ваң йи 6-април японийә ташқий ишлар министири тошимитсу мотиге билән телефонда сөзләшкәндә, мотигени “чоң дөләтләр арисидики ихтилапларға арилашмаслиқ” тоғрисида агаһландурған. Мотиге болса хитайниң конкирет һәрикәт қоллинип, “шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилиши” ни тәләп қилған иди.