Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети уйғурларғиму мунасивәтлик болған кишилик һоқуқ қанун маддилирини сунған

Мухбиримиз җәвлан
2022.03.29

28-Март күни америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети йиғини өткүзүлгән болуп, йиғинда мәзкур комитетниң рәиси вә әзалири бирликтә уйғурларғиму мунасивәтлик болған кишилик һоқуқ қанун маддилирини оттуриға қойған.

Мәзкур комитетниң тор бетидә берилгән мәлуматлардин қариғанда, америка дөләт мәҗлиси кеңәш палата әзаси җеф меркли (Jeff Merkley), америка дөләт мәҗлиси авам палата әзаси, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети рәиси җәмес мәкговерн (James P. McGovern) Қатарлиқлар 28-март күни америка дөләт мәҗлиси авам палатаси вә кеңәш палатасиға йоллиған хетини елан қилған. Униңда кеңәш палата әзалири “америка йеңилиқ яритиш-риқабәт қануни” ни вә авам палатасидин өткән “америка риқабәт қануни” ни мақуллашқа чақирилған һәмдә “бу қанунда кишилик һоқуқ принсипиға мунасивәтлик күчлүк маддилар болуп, дуняда йүксиливатқан мустәбитлик билән риқабәтлишишимизгә ярдәм бериду,” дейилгән.

Мәзкур комитет йоллиған хәттә мундақ дейилгән: “кишилик һоқуқ бизниң хитай билән болған мунасивитимизниң ядроси, у американиң принсипини, шундақла хитай хәлқиниң инсаний һоқуқ вә әркинлик ғайисини әмәлгә ашурушиға ярдәм беридиғанлиқимизни билдүриду”.

Мәзкур комитет тәшәббус қилған вә “америка риқабәт қануни” ниң маддилириға киргүзүш үчүн сунған лайиһә ичидә хоңкоң пуқралири билән уйғурларға көчмәнлик йолини кәң ечиветиш, хитайниң зулумидин қечип кәлгәнләрни қоғдаш, уйғур аптоном районидики мусулман түркий хәлқләргә туғут чәкләш вә балини чүшүрветиш сиясити йүргүзгән шәхсләрни җазалашқа аит маддилар бар икән.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәиси вә әзалири йеқинқи йиллардин буян “уйғур кишилк һоқуқ қанун лайиһәси”, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” қатарлиқ қанунларниң вуҗутқа келиши вә мақуллинишида муһим рол ойниғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.