Уйғурларға қаритиливатқан вәһшийликтә рол ойниғанларни җазалашқа мунасивәтлик йеңи бир қанун лайиһәси тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2022.08.04

Америка кеңәш палата әзалири уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ кишиләргә қаритилған җазани кеңәйтиш мәқситидә йеңи бир қанун лайиһәсини оттуриға қойди.

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо (Marco Rubio) вә боб менендез (Bob Menendez) нөвәттики мәвҗут қанунға асасән уйғурларниң һоқуқини дәпсәндә қилишқа вә мәҗбурий қул әмгикигә четишлиқ шәхсләр җазаланған тәқдирдиму, улар билән тиҗарәт қиливатқан ширкәтләрниң һелиһәм американиң пул-муамилә системисиға кирәләйдиғанлиқидәк әһвални нәзәрдә тутуп туруп бир йеңи қанун лайиһәсини оттуриға қойған.

Сенатор марко рубийониң рәсмий тор бетидә елан қилинған баянатқа қариғанда “қул әмгики қоллиғучилирини җазалаш қануни” (Sanctioning Supporters of Slave Labor Act) дәп аталған бу қанун лайиһәсидә уйғурларға қаритиливатқан зулумға четилғанларға берилидиған җазаниң даириси кеңәйтилидиған болуп, бу, җазаланғанлар билән сода қиливатқан вә ярдәм қиливатқан чәтәл ширкәтлирини җазалашниму өз ичигә алидикән. Мәзкур қанун лайиһәсиниң авам палата нусхисини авам палата әзаси җим банкис тонуштурған.

Марко рубийо әпәнди баянатида мундақ дегән:

“хитай компартийәсиниң уйғурларға қаритиватқан бастурушиниң қорқунчлуқ тәпсилатлири интайин толуқ испатланған. Бу җинайәтләрдә пәқәт биваситә мәсулийити болғанларни җазалашла купайә қилмайду, уларниң қоллиғучилириму охшашла җавабкарлиққа тартилиши керәк. Бу рәзил қилмишларға йол қойған һәрқандақ шәхсниң американиң пул-муамилә базиридин нәп елишиға йол қоймаслиқимиз керәк”.

Кеңәш палата әзаси менендез мундақ дегән:

“хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа түркий аз санлиқ милләтләргә пәскәшләрчә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи вә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиниң йәр шари тәминләш зәнҗирини бузуватқанлиқида шүбһә йоқ. Америка һөкүмити уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанунидики (Uyghur Human Rights Policy Act) бәлгиләнгән җазалар вә бу қанун бәргән һоқуққа асасән иш көрүши, иттипақдашлиримиз вә шериклиримиз билән һәмкарлишип хитайниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилиши керәк”.

Кеңәш палата әзалири марко рубийо вә боб менендез уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануниниңму оттуриға қойғучилири болуп, бу қанун уйғурларға аит тунҗи мақулланған қанун болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.