Америка палата әзалири һөкүмәтниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилишини тәләп қилди
2022.12.09
Америка авам вә кеңәш палаталириниң 4 нәпәр әзаси америка вәтән бихәтәрлик министирлиқиниң министири алихандро майокасқа хәт йезип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилишни, һөкүмәтниң йешил енергийә пилани уйғурларға қаритилған дәпсәндичиликни чәкләш мәқситидики бу қанундин муһим орунға қоюлмаслиқини тәләп қилған. Мәлум болушичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” дики чәклимиләр американиң йешил енергийәгә көчүши үчүн муһим болған күнтахта батарейәси вә башқа йеңилашқа һалқилиқ йешил енергийә әслиһәлириниң импорт қилинишиға тәсир көрсәткән.
Америка җумһурийәтчи авам палата әзалиридин майк галлагер, кристофер симит, шундақла кеңәш палата әзалиридин марку рубио вә там катонларниң хетидә, “биз сизниң ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ни қанун бойичә толуқ иҗра қилишқа, болупму мәҗбурий әмгәктә ишләпчиқирилған күнтахта мәсилисидә толуқ иҗра қилишқа чақиримиз. Бу пул пахаллиқини азайтиш қануниға асасән қошумчә ярдәм, мукапат вә баҗ қайтурушқа еришиши мүмкин” дейилгән. юқириқи палата әзалириниң хетидә тәкитлинишичә, “америкалиқ баҗ тапшурғучиларниң уйғур вә мусулманларни асас қилған башқа милләтләрниң әмили рәвиштә қуллуққа тутулушиға қошумчә ярдәм беришкә йол қоюшқа болмайдикән.”
Палата әзалири хетидә, һөкүмәтниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилиш, җүмлидин хитайниң қара тизимликтики лоңҗи йешил енергийә техникиси ширкити, җинко күнтахта ширкити, трина күнтахта ширкәтлиригә қаритаму қанунни қаттиқ иҗра қилишни тәләп қилған. Лекин америка чегра қоғдаш вә таможна идарисиниң билдүрүшичә, улар уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дәп гуман қилған мәһсулатларға қарита қаттиқ чәкләш тәдбирлирини қолланмақтикән. Америка таможниси өзлириниң 728 милйон долларлиқ хитай експорт мәһсулатини уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дегән гуман билән тутуп қалғанлиқини ейтқан.