“америка алий мәктәп демократлири” уйғур қирғинчилиқ һәққидә қарар алди

Мухбиримиз әзиз
2021.08.31

Америкадики һакимийәт тутқучи икки партийәниң бири болған демократлар партийәсиниң қармиқидики “америка алий мәктәп демократлири” оқуғучилар бирләшмиси 30-авғуст күни рәсмий қарар елип “шәрқий түркистан\шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар ‛терорлуққа қарши уруш‚ намидики зор көләмлик тутқун вә ирқий қирғинчилиқниң қурбанлириға айлиниватиду. Хитай һөкүмитиниң бу қилмиши инсанийәткә қарши җинайәт,” дәп көрсәтти.

Уларниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики рәсмий қарари уларниң тор бетидә вә тивиттер бетидә тәңла елан қилинған. Униңда улар уйғур қирғинчилиқиниң нәдә болуватқанлиқи, буниңда бир милйондин икки милйонғичә болған уйғурниң лагерларға қамилип болғанлиқи, лагер ичи вә сиртидики уйғур аяллириниң мәҗбурий туғут чәкләш тәдбирлириниң зиянкәшликигә учраш әһвали, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси қатарлиқ әһвалларни толуқ вә чүшинишлик қилип баян қилған. Ахирида өзлириниң бу қирғинчилиққа пүтүнләй қарши туридиғанлиқини тәкитләш билән биргә байден һөкүмитидин бу қирғинчилиққа қарши техиму күчлүк тәдбирләрни елишни, 2022-йилидики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишни, уйғур дияриға мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтишни, тәләп қилған. Шуниңдәк уйғурлар һәққидики музакирә басқучида туриватқан башқа қанун лайиһәлириниму тездин мақуллашқа чақирған.

Мәлум болушичә, “америка алий мәктәп демократлири” оқуғучилар бирләшмиси 1932-йили қурулған болуп, америкадики әң чоң оқуғучилар бирләшмиси икән. Нөвәттә униңға әза болған оқуғучиларниң сани 100 миңдин ашидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.