Босинийә-гертсеговинада уйғурларни қоллаш намайиши өткүзүлгән
2020.01.16
Босинийә-гертсеговинада уйғурларни қоллаш намайиши өткүзүлгән.
Түркийәдики “мәмликәт” намлиқ тор гезитиниң хәвәр қилишичә, 12-январ күни боснийәниң пайтәхти сарайевода көп санда кишиниң қатнишиши билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлириға наразилиқ билдүрүш вә уйғурларни қоллаш намайиши өткүзүлгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур намайишни хәлқаралиқ сарайево университети қармиқидики хәлқара яшлар кулуби вә миллий түрк оқуғучилар бирлики қатарлиқлар һәмкарлишип уюштурған икән. Пайтәхт сарайеводики тарихий мәйдан болған “башчарши” да башланған намайишта яшлар қоллирида “уйғурларға әркинлик”, “адаләтсизликкә хатимә”, “уйғурларни қутулдуруңлар”, “ирқий қирғинчилиққа хатимә берилсун” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүп намайиш қилған. Намайишчи яшлар хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалған уйғурларниң ялғуз әмәсликини тәкитлигән.
Босинийә-гертсеговина 1992-йили сабиқ йүгүславийә сотсиялистик федиратсийәсидин бөлүнүп чиқип мустәқиллиқини елан қилған. Бирақ дөләттики сирбларниң буниңға қарши чиқиши нәтиҗисидә боснийә уруши партлиған вә нәтиҗидә бу дөләттә босинийәлик мусулманларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлгән. Ирқий қирғинчилиқ һәрикити нәтиҗидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң арилишиши һәм бесими нәтиҗисидә 1995-йили декабирда рәсмий ахирлашқан.
Тарихий материяллардин қариғанда, әйни чағда сарайево қирғинчилиқида 10 миң, сребреника қирғинчилиқида болса 8 миң боснийәлик мусулман өлтүрүлгән. Бу қирғинчилиққа йетәкчилик қилған серб генерал ратко миладеч “уруш җинайәтчиси” дәп елан қилинип, 2011 -йили қолға елинған. Б д т ниң хагадики хәлқара сот мәһкимиси 2017-йили уни муддәтсиз қамаққа һөкүм қилған.