Уйғур аптоном районидики әдлийә тармақлири йиғин ечип, бир қатар орунлаштурушларни елип барған
2019.11.11
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ юқири сот, юқири тәптиш мәһкимиси, әдлийә назарити вә җ х назарити йиғин чақирип, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң 4-омуми йиғинда қилған сөзлирини қандақ әмәлийләштүрүшни музакирә қилған.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, йиғинда ши җинпиңниң сөзини райондики сот, тәптиш, әдлийә вә җ х органлирида қандақ иҗра қилиш һәққидә бир қатар орунлаштурушни елип барған. Лекин хәвәрдә бу хил орунлаштурушниң конкрет тәпсилати тилға елинмиған. Хәвәрдә баян қилинишичә, аптоном районлуқ юқири сотниң 6-ноябир күни ечилған йиғинида “төтни тонуш” ни күчәйтиш, “төткә болған ишәнчидә чиң туруш”, “иккини қоғдаш” ни ишқа ашуруш тәкитлинип, әмәлий һәрикәттә “үнүмдарлиқ” ни күчәйтиш тәләп қилинған.
Аптоном районлуқ юқири тәптиш мәһкимисиниң шу күни ечилған йиғинида аптоном районлуқ парткомниң алақидар орунлаштурушини әмәлийләштүрүш, партийәниң йетәкчиликини күчәйтиш, пән-техниканиң системидики ролини күчәйтиш қатарлиқлар тәкитләнгән.
Хитай компартийәси мәркизи комитетиниң 4-нөвәтлик омумий йиғини 31-өктәбир бейҗиңда ечилған. Йиғинда хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң нөвәттә хитай дуч келиватқан ички-ташқи вәзийәткә қарита бир қатар орунлаштуруш елип барған. Бу қетимқи йиғин америка-хитай сода уруши партлап, хитай иқтисади еғир хирисқа дуч кәлгән шундақла хитайниң уйғур районида 3 милйондәк мусулманни лагерларға қамап, уларниң мәдәнийити, диний, тили вә өрп-адәтлирини мәҗбурий хитайчилаштуруши хәлқарада қаттиқ наразилиққа учраватқан бир мәзгилдә ечилған иди.
Райондики әдлийә тармақлириниң бу қетимқи йиғинида нөвәттики бу вәзийәткә қарита қандақ орунлаштурушни елип барғанлиқи ашкариланмиған болсиму, лекин көзәткүчиләр хитай әдлийә тармақлириниң лагердики 3 милйондәк мусулманниң тутқун қилинишиға қарита һәр хил қануний баһаниләрни издәшкә тиришиватқанлиқини илгири сүрмәктә.









