Хитай һөкүмитиниң “шинҗаң-гәнсу һәмкарлиқини техиму чоңқурлаштуруш” пилани диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2023.02.16

Хитай һөкүмити башқуришидики “тәңритағ” ториниң 15-февралдики хәвиридә ейтилишичә, алдинқи күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә парткомниң каттибашлири ләнҗу шәһиригә келип “шинҗаң-гәнсу оттурисидики һәмкарлиқни техиму күчәйтиш” темисидики хизмәт йиғиниға қатнашқан.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй башчилиқидики бу өмәк тәркибидә һөкүмәт рәиси әркин тунияз қатарлиқ һөкүмәт, партком вә биңтуәнниң каттибашлири бар болуп, хизмәт йиғинида “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң оңушлуқ давам қилишиға төһпә қошуш, шундақла икки өлкә оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш, шу арқилиқ “пүтүн мәмликәт бир чоң базар болуш” вәзийитигә маслишиш алаһидә тәкитләнгән. Йиғинда ма шиңруй алаһидә сөз қилип: “шинҗаң билән гәнсу худди чиш билән калпукқа охшайду. Икки район оттурисидики һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштуруш ичкий вә ташқий җәһәттә техиму зор ечиветиш вәзийити үчүн муһим әһмийәткә игә” дегән. Шуниңдәк “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә гәнсу өлкилик һөкүмәтниң истратегийәлик һәмкарлиқ келиши”гә имза қойған.

Уйғур қирғинчилиқи һәққидә көплигән мәлуматлар ашкара болғандин буян, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири хитай билән болған сода алақисигә көплигән чәклимиләрни елан қилған һәмдә хитайниң сода паалийәтлири муәййән чәклимигә дуч кәлгән иди. Шуниңдин буян хитай һөкүмити уйғур дияри арқилиқ оттура асия вә ғәрбий асияға тутишидиған импорт-екиспорт йоллирини кеңәйтиш койида болуп кәлгән. Нөвәттә бу қетимқи һәмкарлиқ паалийәтлириниңму ашу хил урунушларниң бир тәркибий қисми икәнлики тәхмин қилиниватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.