Сабиқ юқири дәриҗилик уйғур рәһбири кадири вәзиписидин қалдурулди

Мухбиримиз үмидвар
2016.02.28

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң сабиқ баш катипи алимҗан мәмтимин партийәдин чиқирилип вә хизмитидин қалдурулуп, әдлийә органлириниң қанун бойичә бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән.

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком даимий һәийитиниң тәстиқи билән аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баш катипи, һөкүмәт ишханиси партийә гурупписиниң секритари вә аптоном районлуқ һөкүмәт партийә гурупписиниң әзаси қатарлиқ юқири рәһбирий вәзипиләрни атқурған алимҗан мәмтимин үстидин ениқлаш елип берип,униң партийәдин чиқирилиш вә хизмәт вәзиписидин қалдурулуш қарари чиқарған.

Униңға сиясий интизам вә сиясий қаидиләргә хилаплиқ қилип, “партийә ичидә шайка топлап, шәхсий ғәрәз билән өзара тил бириктүрүп гуруһ уюштурған” “тәшкили тәкшүрүшкә қарши чиқип, заңпул вә заң маллирини йөткәп, испатни йоқатқан” дегәндәк бир йүрүш интизам вә чирикликкә мунасивәтлик җинайәтләр бекитилгән.

Алимҗан мәмтиминниң өткән йили 6 - айда тәкшүрүш астиға елинғанлиқи хәвәр қилинған иди.

1982 - Йили бейҗиң мәркизий милләт иниститутиниң уйғур тил - әдәбият кәспини пүттүргән алимҗан мәмтимин оқуш пүттүргәндин кейин йеза игилик иниститутида хизмәт қилип, қәдәмму - қәдәм өсүп, 2011 - йилидин 2013 - йилиғичә шинҗаң гезитханисиниң партийә муавин секретари, гезитхана башлиқи болған, 2013 - йилидин 2015 - йили, 7 - айғичә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баш катипилиқ вәзиписигә тәйинләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.