Лондондики “уйғур сот коллегийәси” уйғур шаһитлириниң гуваһлиқлирини аңлашқа башлиди
Әнгилийә пайтәхти лондондики “уйғур сот коллегийәси” 4-июл рәсми башланди. Мәзкур мустәқил сот коллегийәси дәлилләрни көрүп чиқип, хитайниң уйғурларға қаратқан дәпсандичиликиниң “ирқий қирғинчилиқ” тәшкил қилидиған яки қилмайдиғанлиқини қарар қилиду.
-
Мухбиримиз әркин
2021-06-04 -
-
-
Әнгилийә пайтәхти лондондики “уйғур сот коллегийәси” 4-июл рәсми башланди. Мәзкур мустәқил сот коллегийәси дәлилләрни көрүп чиқип, хитайниң уйғурларға қаратқан дәпсандичиликиниң “ирқий қирғинчилиқ” тәшкил қилидиған яки қилмайдиғанлиқини қарар қилиду. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 4-июн башланған сот алдимизидики 4 күн җәрянида шаһитларниң гуваһлиқлирини аңлайдикән.
Көзүткүчиләр, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң сабиқ баш тәптиши, әнгилийәлик атақлиқ адвокат җефрей найис баш сотчи болған мәзкур хәлқ сотиниң һөкүмәтләрни мәҗбурлаш күчи болмисиму, бирақ униң симвуллиқ әһмийитиниң зор икәнликини билдүрмәктә. Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, сотта тунҗи болуп лагер шаһити қәлбинур сидиқ гуваһлиқ бәргән. У гуваһлиқ сөзидә: “лагердики қаравуллар мәһбусларға инсандәк муамилә қилмайтти. Уларға иттинму бәттәр муамилә қилатти,” дегән.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә, хитай һөкүмити бу җәһәттики әйибләшләрни рәт қилсиму, бирақ лондондики мустәқил сот хитайниң уйғурларға вә башқа мусулман түркий аз санлиқ милләтләргә қаритилған дәпсәндичилик җинайитини җавабкарлиққа тартишниң әң йеңи қәдими икәнлики тәкитләнгән. Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң лондонда турушлиқ әлчиханиси уларниң бу сот һәққидики суалиға җаваб бәрмигән.