Хитай даирилири уйғур миллий тебабити арқилиқ хитай ширкәтлиригә пайда яритишни көзлимәктә

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.29

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда үрүмчидә “уйғур доригәрлик чәклик ширкити хәлқара санаәт бағчиси” ниң қурулуши рәсмий башланған. Бәш милярд сом (тәхминән 700 милйон америка доллири) мәбләғ селинған бу омумий бағчә көлими 400 мо ( тәхминән 66 гектар) ға йеқин болуп, тамамланғанда уйғур елидики әң чоң дора санаити бағчиси болуп қалидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, “шинҗаң уйғур доригәрлик чәклик ширкити” 2001-йили қурулған болуп, у өсүмлүкләрни тикиш, тәтқиқат вә тәрәққият, ишләпчиқириш вә сетиш бирләштүрүлгән, шундақла толуқ кәсипләшкән зәнҗирсиман кархана һесаблинидикән. Нөвәттә бу зор көләмлик хәлқара санаәт бағчиси қурулушиниң тамамлиниш муддити алтә йилдин сәккиз йилғичә болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.

Дәрвәқә, нөвәттә кишиләрниң тәбиий дориларға болған майиллиқиниң ешиши һәмдә уйғур миллий тебабитиниң күнсери тонулуп өзини испатлиши бу саһәни хәлқара базарға ечилидиған муһим пурсәт билән тәминләватқан болсиму, бирақ бу пурсәтләрдин хитай ширкәтлириниң бәһримән болуватқанлиқи мәлум.

Радийомиз игилигән учурларда, хитай даирилириниң уйғур тевиплар вә доригәрләргә хитай тили имтиһани өткили қоюш, уйғур миллий тебабити ширкәтлирини хитай ширкәтлиригә қошуветиш вә һәмдә бу саһәдә тунҗи завут қурған доктор халмурат ғопур қатарлиқларни тутқун қилиштәк усуллар арқилиқ уйғурларни өз миллий тебабити билән шуғуллиниш, тәрәққий қилдуруш вә базарға йүзләндүрүштин чәкләватқанлиқи мәлум болған иди. Униң үстигә, хитай дора ширкәтлири уйғур әнәниви дора ретсеплири вә материяллирини “җуңхуа әнәниви тебабәт дорилири” дегән намда қиммәткә айландурмақта.

“тәңритағ тори” ниң юқиридики хәвиридиму, уйғур доригәрлики санаәт бағчисиниң җуңхуа миллий тебабәтчиликиниң санаәт үлгә көрситиш бағчиси болуп қалидиғанлиқи қәйт қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.