Хитайниң тәнтәрбийәгә мәсул әмәлдари, шинҗаңға тәнтәрбийәдики нишанлиқ ярдәмниң “җуңхуа миллити ортақ еңи” ға хизмәт қилишини тәләп қилған
2024.06.14
Хитайниң уйғур диярида “җуңхуа миллити ортақгәвдиси еңи” бәрпа қилиш намидики хитайлаштуруш пиланини тәнтәрбийә арқилиқму әмәлийләштүрүши тәләп қилинмақта.
Хитайниң тәнтәрбийә ишлириға мәсул алий әмәлдари, 13-июн күни уйғур дияриниң ғулҗа шәһридә өткүзүлгән “шинҗаңға тәнтәрбийәдә нишанлиқ ярдәм бериш хизмәт йиғини” да, хитай тәнтәрбийә системисиниң шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериши “чоқум җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилишни асаси чиқиш нуқтиси қилиши керәклики” ни тәләп қилған. Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунязму қатнашқан бу йиғинда, хитай дөләтлик тәнтәрбийә идарисиниң башлиқи вә партийә секретари гав җидән юқириқи тәләптә болған. Униң көрситишичә, хитайниң мәмликәтлик тәнтәрбийә системиси вә уйғур дияридики һәр қайси органлар “чоқум партийәниң йеңи дәвридики шинҗаңни башқуруш истратегийәсини толуқ, тоғра вә әстайидил әмәлийләштүрүши керәк” икән.
Хитай даирилириниң уйғур дияридики барлиқ ишларда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилиш” ни чиқиш нуқтиси қиливатқанлиқи мәлум болсиму, бирақ бу тунҗи қетим хитайниң тәнтәрбийәгә мәсул бир алий әмәлдариниң уйғур дияриға тәнтәрбийәдә нишанлиқ ярдәм бериштиму “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилишни тәкитлишидур. Һалбуки, хитайниң уйғур диярида “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилиш” сияситиниң уйғур диярини хитайлаштуруп, уйғурларни ассимилятсийә қилишни чиқиш қилғанлиқи қәйт қилинмақта.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң зувани болған “шинҗаң гезити” ниң 14-июн бәргән хәвиридин мәлум болушичә, йиғинда гав җидән “тәнтәрбийәдә шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беришниң қиммәтлик тәҗрибә-савақлирини йәкүнләш” ни тәләп қилған. У “чоқум баштин-ахир җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи бәрпа қилишни асасий чиқиш нуқтиси қилип, чоқум тәнтәрбийәниң ‛төт иқтидари‚ ни тәтбиқлишимиз…тәнтәрбийәдә шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш механизмини нормаллаштуруп шинҗаң аммиви тәнтәрбийәсиниң тәрәққиятини қоллишимиз, бу арқилиқ шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушқа һәмдәмдә болушимиз керәк” дегән.