Хитай һөкүмитиниң “террорлуқ” аталғусини уйғурлар вә тибәтләргә ишлитиватқанлиқи мулаһизә қилинмақта
2015.12.08
Уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан австралийәлик тәтқиқатчи җәймис лейболд дүшәнбә күни “дөләт мәнпәәти” журнилида елан қилған мақалисидә, хитай һөкүмитиниң террорлуққа баһа бериштә милләт айримичилиқи қиливатқанлиқини билдүрди.
У хитай һөкүмитиниң адәттә уйғурлар вә тибәтләр пәйда қилған һәрикәтләрни дәрһал террорлуқ билән әйибләйдиғанлиқи, әмма хитайлар вә шундақла уйғур, тибәт болмиған башқа милләтләр пәйда қилған охшаш характердики һәрикәтләрни һазирғичә террорлуқ дәп атап бақмиғанлиқини баян қилған.
Униң ейтишичә, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә адәттә авам ичидә қорқунч пәйда қилиш арқилиқ өзиниң сиясий, иқтисадий вә диний мәқсәтлирини ишқа ашурушни мәқсәт қилған зораванлиқ һәрикәтлирини террорлуқ дәп атиса, хитай һөкүмити уни йәниму кеңәйтип “ой-пикир, баян вә йүрүш-туруш” ниму террорлуқ категорийәси ичигә киргүзгән вә бу арқилиқ тинч сиясий паалийәт билән шуғулланған уйғур зиялийси илһам тохтини вә тибәт раһиби тәнзин ринпочини террорлуқ вә бөлгүнчилик билән әйибләп җазалиған.
Җәймис лейболд шундақла бу йил сентәбирдә гуаңши өлкисидә партлатқуч қачиланған почта йолланмиси әвәтиш вәқәсидә он киши өлгән вә июлда шәндуңдики адәм бомба һуҗумида икки адәм өлүп, 24 адәм яриланған болсиму, әмма даириләрниң бу һәрикәтләргә пәқәтла адәттики җинайи дело қатарида муамилә қилғанлиқини баян қилип, хитайдики һәқиқий тәһдитниң ши җинпиң илгири сүрүватқан хәлқараға бағланған террор һәрикити әмәсликини әскәрткән.









