“уйғур сот коллегийәси” ниң ниң 2-қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини 10-сентәбир башланди

Мухбиримиз әркин
2021.09.10

Хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилған-қилмиғанлиқиға һөкүм қилишни мәқсәт қилған лондон “уйғур сот коллегийәси” ниң 2-басқучлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини 10-сентәбир башланған.

Мәлум болушичә, 13-сентәбиргә қәдәр давамлишидиған 2-басқучлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини давамлиқ тәтқиқәтчилар, мутәхәсиссләр, адвокатлар, паалийәтчиләр вә шаһитларниң гуваһлиқини аңлап, хитайниң уйғурларни асас қилған райондики башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә қарита ирқий қирғинчилиқ һәм инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқиға аит дәлилләрни көздин кәчүридикән.

Мәзкур сот коллегийәсиниң 1-басқучлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини бу йил 6-айда өткүзүлгән. 1-Басқучлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида җаза лагерлиридики қийин-қистақ вә басқунчилиққа аит дәлилләр аңлап өтүлгән иди. Әнгилийә “сикай хәвәрлири” ниң 10 сентәбир хәвиридә ейтилишичә, “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси, атақлиқ адвокат сир җефрей найис “биз пәқәтла барлиқ пакитларға қарап чиқип, қанунларға тәдбиқлаймиз шундақла немиләрниң испатланғанлиқиға қарар қилимиз,” дегән.

Бирақ мәзкур хәлқ соти хитай даирилирини изчил биарам қилип кәлди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи 9-сентәбир ахбарат йиғини чақирип, лондонда ечқлмақчи болған “уйғур сот коллегийәси” ниң иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғиниға һуҗум қилған.

“сикай хәвәрлири” ниң ейтишичә, хитайниң әнглийәдики әлчиси җең зегуаң дәлилләрниң “ялғанчилиқ вә сахта учурдин башқә нәрсә әмәслики” ни билдүргән. Униң қаришичә, “уйғур сот коллигийәси” маһийәттә “хитайниң инавитигә дәхли қилишни мәқсәт қилған сиясий монополлуқ” икән. Бирақ сир җефрей найис: “әгәр баш әлчи бундақ ахбарат йиғинлирини ечиш орниға сотқа қатнишип, хитай хәлқ җумһурийитигә вакаләтән ‍өзиниң нуқтиийнәзәрини баян қилған болса, техиму обдан болатти,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.