Уйғурлар диярида йәттә милйон деһқан-чарвичи “әмгәк техника тәрбийәләш курси” ға қатнишиду
2019.01.08
Хәлқараниң бесими астида хитай һөкүмити лагерларни һәрқайси җайлардики кишиләргә һөнәр-техника өгитидиған “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп ақлиған иди. Һәрқайси саһәләрдин кәлгән екскурсийәчиләрниң бу “мәктәп” ләрдә көргәнлири “курсантлар” ниң ашпәзлик, тикүчилик, сатирашлиқ қатарлиқ һөнәрләрни өгиниватқанлиқи болған иди.
“шинҗаң хәвәр тори” ниң 8-январдики хәвиридә ейтилишичә, қиш пәслидә һәрқайси җайлардики йәттә милйон деһқан-чарвичиниң “игилик тикләш иқтидарини ашуруш” үчүн хитай даирилири йеза-кәнтләрниң өзидила “техника тәрбийәләш” нуқтилири тәсис қилишни қарар қилған. Хәвәрдә буниңға мисал тәриқисидә чөчәк шәһириниң бозтағ деһқанчилиқ мәйданидики бир қисим кәнт деһқанлириниң болка пишурушни өгәнгәнлики баян қилинған. Бу хилдики “деһқанлар өйдин чиқсила баралайдиған ‛техника тәрбийәләш‚ нуқтилири көнәс, учтурпан қатарлиқ наһийәләрдиму җиддий омумлишиватқан болуп, бу җайларда деһқан-чарвичиларниң һөнәр-техника өгиништин башқа йәнә дөләт тил-йезиқи, қанун вә сиясәтләрниму өгинидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Мәлум болушичә, бу хил “техника тәрбийәләш” нуқтилири һәрқайси җайлардики йеза-қишлақларниң һәммисидила тәсис қилинидиған болуп, бу йил әтиязлиқ терилғу мәзгилигә қәдәр йәттә милйон деһқан-чарвичини мушундақ “техника тәрбийәләш” кә қатнаштуруш әмәлгә ашурулидикән.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип: “нөвәттә икки-үч милйон кишиниң лагерларға қамалғанлиқи алға сүрүлүватқанда йәнә йәттә милйон кишини ‛техника тәрбийәләш‚кә әвәтиш мәсилисиниң оттуриға қоюлуши һазирқи сиясий бастурушниң йеңи шәписиниң бешарити болуши мумкин” дейишмәктә.









