Уйғур елидики вәзийәт қорқунчлуқ фантазийәгә охшитилди

Мухбиримиз ирадә
2019.01.17

Уйғур елидики лагерлар һәққидә муһим учурларни ашкарилаватқан “зимистан” торида чаршәнбә күни “шинҗаңдики дистопийәлик реаллиқ” темисидики бир парчә мақалә елан қилинип, кишигә қорқунчлуқ фантазийәлик филимларни әслитидиған, реаллиқтин толиму узақ билинсиму, әмма уйғур елидә һазир йүз бериватқан толиму реал бир бир вәзийәт сүрәтләп берилгән.

Мақалә аптори руз инграм уйғур елидә нөвәттә йолға қоюлуватқан барлиқ бихәтәрлик тәдбирлири үстидә тохтилип, у йәрдики һәрбир кишиниң һазир аталмиш бир “террорлуққа қарши хәлқ уруши” ниң бир парчиси болушқа мәҗбурлиниватқанлиқини, буни рәт қилғучиларниң болса өзини “қайта тәрбийә лагерлири” да көрүватқанлиқини билдүргән.

Униң билдүрүшичә, уйғур елидики һәрбир киши хитай һөкүмити илгири сүрүватқан “көрүнмәс дүшмәнләр” билән күрәш қилидикән. Хитай һөкүмити болса һәр бир уйғурниң сиясий “рәңги” ни ениқлап чиқиш үчүн һәрикәт қилип, районда тәсәввур қилғусиз дәриҗидә бир қорқунч пәйда қилған. У “уйғурларниң күндилик һаяти қорқунчлуқ бир чүшкә охшитип қоюлди,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.