Хитай һөкүмити уйғур аптоном районлуқ архипханида 70 йил мүгдәп ятқан тарихий архипларни қайта “көргәзмә” қилған

Мухбиримиз қутлан
2015.08.31

Хәлқ тори уйғурчә қанилиниң хәвиригә қариғанда, йеқинда уйғур аптоном районлуқ архипхана “дуня фашизмға қарши уруш мәзгилидики шинҗаң” намлиқ көргәзмә уюштурған.

Мәзкур көргәзмә бейҗиң даирилириниң “японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш” мунасивити билән өткүзмәкчи болған һәрбий паратиға тоғра кәлгән.

Көргәзмидә уйғур аптоном районлуқ архипханида сақланған японға қарши уруш мәзгилидики бир қисим тарихий һөҗҗәт вә архиплар көрситилгән. Болупму 1930-йилларниң ахирлиридин 1940-йилларниң башлириғичә болған җәрянда уйғур хәлқиниң өзлүкидин пул-мал вә алтун-көмүшлирини ианә қилип японға қарши алдинқи сәпкә әвәткәнлики көргәзмә қилинған.

Бу һәқтики мәхсус хәвәрдә мундақ дейилгән: “шинҗаңдики һәр милләт хәлқи япон басқунчилириға қарши урушни пүтүн күчи билән қоллап, ианә топлиған. Улар өзлири топлиған ианә пулларға һәрбий айропилан вә башқа буюмларни сетивелип алдинқи сәпкә әвәткән. Һәр қетимлиқ ианә топлаш паалийитидики тәсирлик көрүнүшләр шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң бирдәк иттипақлишип, вәтәнгә өзини беғишлап, һаят-маматта биргә болуштәк вәтәнпәрвәрлик һессиятини намаян қилған.”

Көзәткүчиләр, мәзкур “көргәзмә” хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий тактикисиниң икки хил йүзини көрситип бәрмәктә, дегәнләрни илгири сүрмәктә. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян бир тәрәптин уйғурларни “диний әсәбийлик”, “террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” билән әйибләп қаттиқ бастурушни давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң японға қарши уруш мәзгилидә хитайлар билән бир сәптә турғанлиқини тәшвиқ қилиш арқилиқ уларниң аталмиш “җуңхуа аилисиниң бир әзаси” икәнликини испатлашқа урунмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.