Байинғолин областида һәрбир кәнттә бирдин сотхана қурулған

Мухбиримиз ирадә
2020.11.05

Хитай һөкүмити уйғур елида халиғанчә тутқун вә җазалашни күчәйтиватқанлиқини өз ағзи билән елан қилмақта.

14-Ноябир күни байинғолин областлиқ һөкүмәтниң тор бетидә тарқитилған бир хәвәрдин ашкарилинишичә, байинғолин области йеқинда “бир кәнт (мәһәллә) бир сотчи” хизмәт механизми орнатқан болуп, бу миханимзмға асасән област миқясидики һәрбир кәнт-мәһәллидә бир сотчиниң исми билән аталған 608 сотхана қурулған.

“байинғолин һөкүмәт тори” хәвиридә мундақ дейилгән: “. . . Бу сотханилар аммиға мулазимәт қилип, әдлийә мулазимитини кишиләрниң ишик алдиғичә кеңәйтиду вә кишиләргә адиллиқ вә адаләтниң барлиқини һәқиқий һес қилдуриду.”

Юқириқи бу хәвәр чәт әлләрдики уйғур көзәткүчилириниң күчлүк диққитини қозғиди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қамал вә назарәтни мислисиз күчәйткәнлики, халиғанчә тутқун қилиш, адил вә қануний сот тәртиписиз һалда җазалашни омумлаштуруватқанлиқиниң намайәндиси икән.

Радийомиз илгири йәрликтин ениқлиған учурларда лагерларға қамалғанлар яки тутқун қилинғанларға бир парчә қәғәзгә тәйяр йезип қоюлған сот һөкүмнамилириниң һечқандақ сот тәртипи болмай туруп тутқузуп қоюлуватқанлиқи, тутқунларниң халиғанчә 5-10 йиллиққичә кесиливатқанлиқини дәлиллигән иди.

“байинғолин һөкүмәт тори” бдики хәвәрдә берилгән хәвәрдә йәнә бир қатар диққәт қозғайдиған санлиқ мәлуматлар берилгән болуп, униңда төвәндикиләр дийилгән: “истатистикиға қариғанда, бу йил киргәндин буян, байинғолин области кәнт (мәһәллә) сотчилириниң хизмәт понкитиға тайинип туруп, асасий қатлам мурәссә тәшкилатлириниң 1300 дин артуқ зиддийәт вә талаш-тартишни һәл қилишиға йетәкчилик қилған, 100 дин артуқ түрлүк қанун тәшвиқати паалийити елип барған, 22 миң тәрбийә көргәнләр вә амма үчүн 1600 қануний мәслиһәт бәргән. 315 Кәнттики дәва делолири көрүнәрлик азайди, 127 кәнт йил бойи “нөл дәва” болушни қолға кәлтүрди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.