Хитай даирилири уйғур районида йәнә бир түркүм әмәлдарларни җазалиған
2019.12.10
10-Декабир күни уйғур районида йәнә бир түркүм әмәлдарларниң қанун-интизамға хилаплиқ қилиш, амминиң мәнпәәтини зиянға учритиш, дегәндәк әйибләшләр билән тәкшүрүлүшкә башлиғанлиқи яки җазаланғанлиқи елан қилинди.
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң ашкарилишичә, аптоном районлуқ қатнаш-транспорт назаритиниң әмәлдари илһам абләт тәкшүрүш астиға елинған. Илһам абләт қатнаш-транспорт назаритиниң 2 дәриҗилик көзәткүчи әмәлдари болуп, нөвәттә у тәкшүрүлмәктә икән.
Аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң еланида униң “қанунға вә интизамға еғир хилаплиқ қилиш” билән әйиблинип тәкшүрүлүватқанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, лекин униң қанун вә интизамға конкрет қандақ хилаплиқ қилғанлиқи чүшәндүрүлмигән. Еланда йәнә уйғур аптоном районлуқ чарва маллири карантин идарисиниң муавин башлиқи ши чиңхуаниң тәкшүрүлүватқанлиқи, униңму “қанун вә интизамға хилаплиқ қилиш” билән әйибләнгәнлики илгири сүрүлгән.
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитети 10-декабир күни елан қилған башқа бир уқтурушида йәнә, “амминиң мәнпәәтини зиянға учритиш” билән әйиблинип җазаланған 8 кадирни елан қилған. Бу 8 шәхсниң 5 нәпири хитай, 3 нәпири уйғур вә қазақ болуп, улар хотән наһийәлик уйғур тебабәтчилик дохтурханисиниң мудири мутәллип абдуғени, чапчал наһийәсидики уйғур аял кәнт кадири алтунай рамазан, алтай шәһиридики иҗтимаий райониниң қазақ миллитидин болған партийә ячейка секретари қумилә йәһя қатарлиқларни өз ичигә алиду. Уқтурушта қәйт қилинишичә, улардин бәзилиригә вәзиписидин елип ташлаш, партийәдин қоғлап чиқириш, қаттиқ агаһландуруш җазаси берилгән, бәзиләр қануни җавабкарлиққа тартилип әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға өткүзүп берилгән.









