Хитай уйғур аптоном районида тунҗи нөвәтлик хәлқ фолклор сәнити фестивали өткүзмәкчи болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.09

Уйғур ана тил маарипини чәкләш, уйғур мәдәнийитини йоқитип, уни пәқәт саяһәтчиләргә хизмәт қилидиған музейға айландуруш билән әйиблиниватқан хитай һөкүмити, 20-авғуст үрүмчидә тунҗи нөвәтлик “шинҗаң хәлқ сәнити фолклор фестивали” өткүзидиғанлиқини елан қилған. Хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилипла қалмай, “җуңхуа милләтлири ортақ еңи” бәрпа қилиш намида хитай мәдәнийитини уйғурларға мәҗбурий теңип, уйғур мәдәнийәт-сәнитини вәйран қилиш җинайәтлири хәлқарада әйиблиниватқан бир пәйттә бу фестивални орунлаштуруши диққәт қозғимақта.

Хитай мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқиниң 9-авғуст күни елан қилишичә, 20-авғуст башлинидиған бу фестивал үрүмчи вә уйғур елиниң башқа бир қанчә шәһиридә бирла вақитта башлинидикән.

 “шинхуа агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, хитай мәдәнийәт-саяһәт министирлиқи 9-авғуст бейҗиңда өткүзгән ахбарат йиғинида, бу министирлиқниң алий әмәлдари җаң җинниң бу фестивални мәдәнийәт-саяһәт министирлиқи, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, хитайниң уйғур елидики йерим ишләпчиқириш, йерим қораллиқ тәшкилати болған “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” бирлишип өткүзидиғанлиқини билдүргән. Униң көрситишичә, буниңдин кейин һәр икки йилда бир қетим өткүзүлидиған бу фестивал “йәрлик мәдәнийәтни техиму җанландуруш, саяһәтни техиму күчәйтиш” ни мәқсәт қилидикән. У, бу фестивалда йәрлик сәнәткарлар, хәлқ сәнәт өмәклириниң әң надир әсәрлирини тәқдим қилидиғанлиқини, шундақла бу фестивалға хитайниң башқа җайлиридин кәлгән даңлиқ хәлқ сәнәт өмәклириниңму тәклип қилинидиғанлиқини ейтқан. Җаң җинниңниң көрситишичә, фестивалда йәнә ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири көргәзмиси, иҗадий мәһсулатлар көргәзмиси, саяһәтчилик вә йемәклик йәрмәнкиси болидикән.

Хитай әмәлдарлириниң “хитай мәдәнийити хитайдики һәр қайси милләтләрни бирләштүргүчи бирдинбир амил” дәп көрситип, хитайниң чаған байрими, панус байрими, чокантал байрими, тавуз чағиниға охшаш өрп-адәтлирини уйғурларға теңиватқан бир пәйттә, “шинҗаң хәлқ фолклор сәнити фестивали” өткүзүши, хәлқараниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини җавабкарлиққа тартиш садалириға қайтурған инкасиниң бир парчиси, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.