Хитай даирилири уйғур елидә бу йилниң дәсләпки үч пәслидә 440 миң адәмни “ишқа орунлаштурған”

Мухбиримиз әркин
2021.11.09

Хитай даирилириниң уйғурларни “намратлиқтин қутқузуш” намида мәҗбурий әмгәккә селишни давамлиқ кеңәйтиватқанлиқи мәлум болди. Уйғур аптоном районлуқ статистика идарисиниң ашкарилишичә, даириләр бу йилниң дәсләпки үч пәслидә уйғур елиниң шәһәр-базарлирида 440 миң 500 кишини ‍ишқа орунлаштурған болуп, бир йиллиқ вәзипиниң 95.8 Пирсәнтини орундап болған. Бу, райондики ишқа орунлишиш мүшкүл болған 28 миң 200 кишини өз ичигә алидикән. Лекин статистика идариси, бу кишиләрниң конкрет қайси кәсипләргә, қайси райондики кархана вә иш орунлириға орунлаштурулғанлиқини чүшәндүрмигән.

Хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған чоң тутқуни билән бир вақитта, миңлиған уйғурни “намратлиқтин қутқузуш” намида уйғур райониниң ичи-сиртидики карханиларға йөткәп мәҗбурий әмгәккә салған. Бәзи уйғурларни ‍өзи турушлуқ йеза-кәнтләрдики хитай карханилириға мәҗбурий орунлаштурған, кәң көләмлик навайчилиқ кариханилирини қуруп, уйғур навайлирини бу орунларға йиғивалған. Уларни аз миқдарда муашқа бағлиған болсиму, бирақ әркинликидин пүтүнләй мәһрум қилған. Хитайниң бу һәрикити америка қатарлиқ дөләтләрдә қаршилиққа учриған. Америка бу карханиларда ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилишни чәклигән иди.

Аптоном районлуқ статистика идарисиниң “шинҗаң гезити” ға билдүрүшичә, даириләр бу йил киргәндин бери, “нуқтилиқ аһалиләрниң ишқа орунлишиши вә игилик тиклишини ишқа ашуруш үчүн…. . . Ишқа орунлишиш қаналлирини көп тәрәплимилик вә көп шәкилләрдә кеңәйткән. Уйғур аптоном районлуқ статистика идарисиниң ейтишичә, бу йил 9-айниң ахирлири шәһәр-базарлардики тизимға елинған ишсизлиқ нисбити 2.49 Пирсәнт болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.