Янфон картини һәқиқий кимлик билән сетиш түзүми уйғур елиниң янфон алақисидә қалаймиқанчилиқ пәйда қилған
2013.05.10
5 - Айдин башлап уйғур елидә янфон картини һәқиқий кимлик билән сетивелиш түзүми йолға қоюлуп, мәзкур районниң янфон алақисидә қалаймиқанчилиқ пәйда қилған.
Кимликсиз янфон картиси ишлитип келиватқан нәччә йүз миң кишиниң янфон мулазимити 1 - майдин башлап туюқсиз тохтиған. Шуниң билән биргә, кимлик билән янфон картиси сетивалған бәзи пуқраларниң янфони ишлимигән.
Уйғур елиниң телефон алақә ишлирини башқуруш органлири йеқинда телефон мулазимәт ширкәтлиригә мәхпий уқтуруш тарқитип, 5 - айдин башлап янфон картини һәқиқий сим билән сетиш йолға қоюлидиғанлиқи, кимликсиз сетивелинған кона янфон картилириниң әткәс қилинидиғанлиқини билдүргән. Бирақ бу түзүм кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған иди.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит, буниң учур алақиси, җүмлидин кишиләрниң янфон қатарлиқ заманиви учур васитилири арқилиқ өзара учур алмаштуруш әркинликини контрол қилишқа қаритилғанлиқини илгири сүргән.
Йеңи түзүм йолға қоюлуп, кишиләрниң ялғуз телефон алақиси үзүлүп қалмиған. Уларниң янфон арқилиқ торға киришиму тосқунлуққа учриған.
Нөвәттә, 5 - ай кириштин бурун кимликсиз янфон картиси сетивелип ишлитиватқанларниң зийиниға ким мәсул болидиғанлиқи мәҗһул икән.