Хитай, уйғур яшлирини ичкиригә йөткәп, ичкиридин хитайларни уйғур райониға йөткимәктә

Мухбиримиз әркин
2019.03.09

Хитай һөкүмити йезилардики уйғур яшлирини “йеза ешинча әмгәк күчи” намида ичкири өлкиләргә йөткәп, охшаш бир вақитта ичкири өлкиләрдин хитайларни уйғур райониға йөткәшни давамлаштурмақта. Хитай таратқулириниң йеқинда хәвәр қилишичә, йәрлик даириләр буниңдин бир һәптә аввал ғулҗа наһийисидин 50 тәк уйғур қизни җяңсуниң нәнтоң, дегән йеридики карханиларда ишләшкә йөткигән. Даириләр техи өткән айдила хотән шәһиридин 233 яшни йөткигән. Уларниң бир қисми чақилиқ наһийисигә бир қисми фуҗйән өлкисигә йөткәлгән иди. Ғулҗа наһийилик адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ идариси уларни 1‏-март күни ғулҗа наһийисиниң туңган үчүн йезисида мурасим өткүзүп җяңсуға йолға салған.

Ғулҗа наһийилик һөкүмәт ториниң хәвиридә билдүрүлүшичә, бу мәзкур наһийәдин бу йил йөткәлгән тунҗи түркүмдики “ешинча әмгәк күчлири” икән. Даириләр бу йил ичидә ичкиригә бирәр миңдәк “йеза ешинча әмгәк күчи” йөткәш пилани барлиқини билдүргән. 

Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, даириләр уйғур яшлирини ичкири өлкиләргә йөткәш билән бир вақитта ичкиридин мәзкур районға давамлиқ хизмәтчи қобул қилмақта икән. Қизилсу области йеқинда ичкири өлкиләрдин 85 нәпәр сиясий қанун хадими қобул қилған. Қизилсу областлиқ һөкүмәт йеқинда елан қилған уқтурушида сиясий қанун системисиға қобул қилинған 40 қа йеқин хадимниң исимликини елан қилған. Мәлум болушичә, улардин пәқәт 2 нәпири уйғур яки башқа йәрлик милләтләрдин икән. 

Хитайниң уйғур яшлирини “ешинча әмгәк күчи” намида ичкири өлкиләргә йөткәп, ичкиридин кәң көләмлик хизмәтчи қобул қилиши уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлди. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити ичкиридин кәң көләмлик хизмәтчиләрни қобул қилиш арқилиқ “ешинча әмгәк күчи” намида ичкиригә йөткәлгән яки лагерларға қамалған уйғурларниң бош қалған орнини толдурмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.