Түркийә дөләт мәтбуати хитай лагерлирида йетиватқан уйғур зиялийлирини алаһидә тәкитлиди
Түркийәниң анадолу агентлиқи 11-феврал күни тарқатқан бир хәвиридә 2016-йилидин бери хитайниң лагерлириға тутқун қилинған нурғун уйғур зиялийлириниң техичә из-дерики болмайватқанлиқини билдүрди.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-02-12 -
-
-
Түркийәниң анадолу агентлиқи 11-феврал күни тарқатқан бир хәвиридә 2016-йилидин бери хитайниң лагерлириға тутқун қилинған нурғун уйғур зиялийлириниң техичә из-дерики болмайватқанлиқини билдүрди.
Анадолу агентлиқи мәзкур хәвиридә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә явропа парламенти қатарлиқ нопузлуқ органларниң бу һәқтики доклатлирини нәқил елип туруп, бир милйондин ошуқ киши қамалған бу лагерларда йәнә нурғун тонулған профессор-академиклар, оқутқучилар, тәнһәрикәтчи-артислар вә нурғун пән-техника хадимлириниң барлиқи баян қилинған.
Хәвәрдә абдуқадир җалалидин, ташполат тейип, раһилә давут, алим әхәт, әкбәр өмәр қатарлиқ нурғун уйғур зиялийлириниң хәлқаралиқ чақириқларға қаримай һазирғичә лагерларда тутуп турулуватқанлиқи баян қилинған шундақла атақлиқ дини алим вә өлима муһәммәд салиһ һаҗимниң лагерда җан үзгәнлики қәйт қилинған.