Оливия енос: “бачелет ханим! шинҗаңға бармаң!”
2022.04.05
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң йиғинлирида көп қетим муһим музакирә темилиридин болған болсиму, мәзкур кеңәшниң рәиси мишел бачелет ханимниң уйғур дияриға берип зиярәт вә тәкшүрүштә болуш тәлипини хитай һөкүмити йоқилаң вәдиләр билән арқиға сүрүп кәлгән иди. Әмма йеқинда хитай һөкүмитиниң бачелет ханимниң зиярәт тәлипигә қошулғанлиқи хәлқара ахбарат вастилириниң қизиқ темилиридин бири болуп қалди.
“форбес” журнилиниң 4-апрел санида елан қилинған обзор мақалисида “мирас” фондиниң тәтқиқатчиси оливия енос кәскинлик билән мишел бечелетни уйғур дияриға бармаслиққа чақирған. Болупму бачелетниң май ейидики зияритиниң пакитларни қолға чүшүрүшни көзлигән сәпәр болушиға қаримай, униң пәқәт бир қетимлиқ “қуруқ зиярәт” болуш биләнла ахирлишидиғанлиқини, чүнки хитай һөкүмитиниң алиқачан бу қетимлиқ сәпәрниң “тәкшүрүш” әмәс, бәлки “пәқәтла зиярәт” болидиғанлиқи һәққидә ипадә билдүрүп болғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң “мишел бачелет зиярити” ни дәстәк қилип туруп, буни йәнә бир қетим өзлириниң уйғур қирғинчилиқини йошурушидики вастә қиливалидиғанлиқини алаһидә әскәрткән.
Обзорда көрситилишичә, б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши бу қетимлиқ сәпәрниң тәпсилати тоғрисида һечнәрсә елан қилмиған. Шуниң билән биргә хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишини тәкшүрүш һәққидә өзлири 2021-йили тәйярлап чиққан доклатниму елан қилмай бесивалған. Аптор бу һәқтә тохтилип: “мушу әһвалниң өзила бу қетимлиқ сәпәрниң йәнә бир қуруқ соска болуп қалидиғанлиқидин бишарәт бериду. Шуңа мән мишел бачелетқа ‛шинҗаңға берип аварә болмаң‚ дәймән!” дәйду.
Аптор обзорниң ахирида уйғурлар учраватқан қирғинчилиқниң көплигән испатлирини рәт-рети билән тизип көрсәткән һәмдә бу қетимлиқ сәпәрниң орниға үч түрлүк әмәлий иш қилиш тәклипини бәргән. Биринчи, уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә тәйярланған доклатни тездин елан қилиш; иккинчи, хитай һөкүмитигә “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамивалған барлиқ тутқунларни қоюп бериш һәмдә уларниң нөвәттики әһвалини ашкарилаш тоғрисида бесим қилиш; үчинчи, уйғур дияридики зиярәт вә тәкшүрүшниң һечқандақ чәклимисиз болуши тоғрисида хитай һөкүмитигә бесим қилиш.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң илгирики вақитларда алдин орунлаштурулған “зиярәт нуқтилири” ни чәт әл дипломатлириға вә екискурсийә өмәклиригә көрситиш арқилиқ уйғурларни “кәспий җәһәттин тәрбийәләватқанлиқи” һәққидә давраң салғанлиқи түрлүк учур йоллири арқилиқ паш қилинған иди. Шуңа нөвәттә бир қисим кишиләр оливия еносқа охшашла “мишел бачелетниң уйғур дияридики зиярити күткән нәтиҗиниң бирсигиму еришәлмәйду” дәп қаримақта икән.









