Ақсу вилайитидики йәрлик хәлқ һәқсиз қан тәқдим қилишқа орунлаштурулмақта

Мухбиримиз ирадә
2019.05.09

Ақсу ахбарат торида тарқитилған хәвәрдин мәлум болушичә, ақсу вилайәтлик мәркизий қан понкити йеза  базарлардики аммини “һәқсиз қан тәқдим қилиш паалийити” гә сәпәрвәр қилған.

Хәвәрдә көрситилишичә, 5-айниң бешидики икки күн ичидә ялғуз қаратал базиридинла 179 адәм қан тәқдим қилған болуп, тәқдим қилинған қан җәмий 50 миң 400 миллилетирға йәткән.

Мәзкур һәрикәтниң ялғуз ақсу вилайити тәвәсидила яки пүткүл уйғур райони бойичә елип берилидиғанлиқи ениқ әмәс. 

Хитай һөкүмити 2014-йилидин башлап уйғур елида һәр йили бир қетим “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” һәрикитини йүргүзүп кәлмәктә. Хитай даирилири бу һәрикәтни хәлқниң саламәтликини капаләткә игә қилиш дәп тәшвиқ қилған болсиму, әмәлийәттә даириләрниң уйғур дияридики йәрлик аһалиләрниң муһим шәхсий учурлири, йәни уларниң қан әвришкиси, чирай көрүнүши, көз алмиси вә көз қаричуқи, аилә әзалири вә уруқ-туғқанлар зәнҗири шундақла башқа һәр түрлүк хусусий учурлирини архиплаштуруватқанлиқи ашкарилинип күчлүк диққәт қозғиған иди. 

Хитай һөкүмитиниң бу учурларни архиплаштуруштики мәқсити охшимиған гуманларни пәйда қиливатқан бир шараитта ақсу вилайитидики хәлқниң йәнә “һәқсиз қан тәқдим қилиш” қа сәпәрвәр қилиниши диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.