Уйғур дияридики терилғу йәрләрниң һоқуқ тәвәлики йеңиваштин бекитилмәктә

Мухбиримиз әзиз
2019.03.06

Уйғур дияридики йәрлик аһалиниң иқтисадий паалийитидә муһим амил болған терилғу йәрләрниң һоқуқ тәвәликини йеңиваштин бекитиш хизмитиниң давам қилиши һәр саһә кишилириниң диққитини қозғаватқанлиқи мәлум.

“ақсу ахбарат тори” ниң өткән һәптидики хәвиригә қариғанда, ақсу вилайәтлик һөкүмәт юқири дәриҗилик орунларниң буйруқи бойичә өз тәвәликидики бәш милйон моға йеқин терилғу йәрниң һоқуқ тәвәликини қайтидин тәкшүрүп бекитиш хизмитини ашуруп орунлиған. Хәвәрдин мәлум болушичә, һоқуқ тәвәлики бекитилгәндин кейин йәр игилиригә йеңидин гуваһнамә тарқитип берилидикән, бу гуваһнамиләрни болса рәнигә қәрз елиш үчүн рәнигә қоюшқа болидикән.

Мәлум болушичә, бу қетимқи йәрләрниң тәвәлик һоқуқини бекитиш хизмити ақсуниң һәммила йеридә тамамланған болуп, тәкшүрүштин кейин барлиқ учурлар архиплаштурулған вә санлиқ мәлумат амбириға киргүзүлгән.

Анализчилар бу һәқтә пикир қилип, “йеза нопусидики йүз миңлиған уйғур деһқанлири лагерларға қамалғандин кейин уларниң ташлинип қалған терилғу йәрлири игә-чақисиз қалған. Әмдиликтә бу хил тизимлаш бу йәрләрниң игилик һоқуқиниң хитай көчмәнлиригә өтүшигә йол ечиши мумкин,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.