хитайларниң әң чоң байрими болған 2023-йиллиқ чаған (баһар байрими) йетип келиш алдида уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида түрлүк тәбрикләш паалийәтлириниң тәйярлиқлири башлинип кәткән болуп, бу әһвал хитай ахбаратлирида уйғур дияридики бир йеңилиқ сүпитидә кәң тәшвиқ қилнишқа башлиған.
хитай һөкүмити башқуришидики "хитай хәвәрлири тори" ниң 19-январдики хәвиридә ейтилишичә, алдинқи ахшими үрүмчиниң әң йирақ җайлиридин болған даванчиң районидики евирғол районида "қаштеши тошқан билән баһар байримини күтүвалайли" темисида чағанлиқ көңүл ечиш паалийити өткүзүлгән. паалийәттә шу җайдики амма чоң залға топлинип "тошқан йилини күтүвалған."
бу хилдики паалийәтләрдин типик хитайчә алаһидиликкә игә "мәдәнийәт-саяһәт паалийити" хотән вилайитидиму өткүзүлгән. хитай башқурушидики "шинҗаң гезити" ниң 19-январдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити шичү тиятири, панус сәйлиси, қәдимий хитайчә шеирларни декламатсийә қилиш қатарлиқ түрләрни бу йиллиқ қишлиқ саяһәтниң муһим темилиридин қилип бекиткән. хотән вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүминиң муавин башлиқи лю хәйчен бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: "бу түрләр хотәнниң қишлиқ саяһәт базирини җанландуруп, техиму көп саяһәтчини хотәнгә келишкә җәлп қилиду" дегән.
хитай һөкүмити йиллардин буян уйғур дияридики хитайчә миллий кимлик вә ортақ кимлик чүшәнчисини омумлаштурушқа күч чиқирип келиватқан болуп, һәрқайси җайлардики уйғурлар изчил хитайчә шәкилдә хитайларниң чаған байримини қутлуқлашқа мәҗбур қилинип кәлгән иди. шу сәвәбтин уйғур ирқий қирғинчилиқи изчил хәлқараниң диққитидә болуватқан, дуня ислам дөләтлириниң әлчилири уйғур диярида зиярәттә болған бир пәйттә хитайчә мәдәнийәт-сәнәт түрлири арқилиқ "қишлиқ саяһәт базирини җанландуруш" тәшвиқатиниң оттуриға чиқиши, һәр саһәниң диққитини қозғимақта. техиму муһими хитайдики вирус юқуми шиддәт билән кеңийиватқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида техиму көп аммиви йиғилиш паалийәтлирини уюштуруши бу һәқтә түрлүк гуманларға сәвәб болмақта.