Хитай һөкүмити уйғур елидә диний әркинликкә қарита йеңи қаттиқ бәлгилимиләрни йолға қойған
2024.01.31
“азадлиқ радийоси” ниң 2024-йили 1-айниң 24-күнидики мақалисигә асасланғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә динға, етиқадқа қарита контрол қилишни техиму күчәйтиш үчүн бир йүрүш һөкүмәт бәлгилимилирини йолға қойған. Бәлгилимиләрдә барлиқ йеңи ибадәт сорунлири “хитайниң алаһидилики вә услубини әкс әттүрүш” тәләп қилинған.
Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, йеңи оттуриға қоюлған бәлгилимиләр 1-февралдин башлап күчкә игә болидикән.
Хитай һөкүмитиниң бу хил диний башқуруш вә бастуруш һәрикәтлири хәлқара һоқуқ тәшкилатлири вә бир қанчә ғәрб һөкүмәтләр тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” билән әйибләнгәниди. 2022-Йили, б д т ниң доклатида “хитай уйғур елидә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгән болуши мумкин” вә “еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” садир қилған дәп җакарлиғаниди. .
Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат орниниң 2020-йилидики доклатиға асасланғанда, хитай даирилири уйғур елидики мәсчитләрни өзгәртиш яки ремонт қилиш баһаниси билән көплигән мәсчитләрни чеқивәткән вә үчтин икки қисим мәсчитни өзгәрткән. Хитайниң бу һәрикити 2017-йилидин башлап, уйғурларға зәрбә бериш вә лагер системисини кеңәйткәндин кейин техиму тезлитилгән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 2023-йили аммиви һөҗҗәтләр, сүний һәмраһ рәсимлири вә гуваһчиларниң гуваһлиқи асасида тәйярланған доклатиға асасланғанда хитай һөкүмити мәсчитләрни тақаш вә өзгәртиш һәрикитини уйғур елидин хитайниң башқа районлириғиму кеңәйткәнлики илгири сүрүлгән.