Хәлқарада хитайниң уйғурлар үстидин елип барған ген тәтқиқатиға болған наразилиқ күчәйтмәктә

Мухбиримиз әркин
2019.12.06

Хәлқара илим саһәсидә хитайниң уйғурлар үстидин елип барған ген тәтқиқатиға болған наразилиқ күчәйтмәктә. “ню-йорк вақти” гезитиниң ашкарилишичә, дунядики нопузлуқ илмий жорналлардин болған “спирингер тәбиәт” журнили билән “вайлей” журнили бу һәптә хитай тәтқиқатчилириниң мәзкур журналларда елан қилинған уйғур вә тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләрниң ген тәтқиқатиға алақидар илмий мақалилирини қайта көздин кәчүридиғанлиқини билдүргән.

Йеқинда‏ “ню-йорк вақти” гезити, хитай тәтқиқатчилириниң уйғур елидики тумшуқ шәһиридә уйғурларниң DNA си арқилиқ уларниң чирайини тонуш тәтқиқати елип бериватқанлиқи, мәзкур программиниң хитай аманлиқ органлириниң һәмкарлиқида елип бериливатқилиқини хәвәр қилип, униңға қатнишиватқан икки хитай тәтқиқатчисиниң кимлики вә бу тәтқиқатчиларниң бәзилирини германийәдики бир илмий җәмийәтниң ярдәм пули билән тәминлигәнликини ашкарилиған. Лекин, германийәдики мәзкур илмий җәмийәт радийомизға өзлириниң бу ишта җавабкарлиқи барлиқини рәт қилғаниди. “ню-йорк вақти” гезитиниң хәвиридә ашкарилинишичә, юқириқи икки илмий зһорнал өзлиридә елан қилинған уйғурларниң ген тәтқиқатиға даир илмий мақалиниң апторлиридин DNA әвришкилирини тәтқиқатта ишлитиштә кишиләрниң разилиқини алған-алмиғанлиқини ениқлайдиғанлиқини билдүргән. “ню-йорк вақти” гезитиниң тумшуқ шәһиридики DNA тәтқиқатиға даир хәвири хәлқара илим саһәсидә хитайниң “илмий әхлақ” өлчимигә соал пәйда қилғаниди. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, нөвәттә 3 милйондәк адәм лагерларға қамалған уйғур районида уйғурларниң разилиқ елиш-алмаслиқ мәсилисидә һечқандақ таллаш әркинлики йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.