Уйғурлар дияридики интернетқа даир йеңи җинайәт тәбири хәлқара мәтбуатларниң қизиқ нуқтиси болуп қалди
2016.10.31
Өткән һәптә уйғурлар дияридики бир яшни хитай бихәтәрлик сақчилириниң “тор тосуқлиридин атлаш әплирини чүшүрүп, 2-дәриҗилик террорлуқ җинайити садир қилған” дәп әйиблигәнлики һәққидики хәвәр ашкариланғандин кейин, бу һадисә чәтәл мәтбуатлириниң муһакимә қилидиған қизиқ нуқтилиридин болуп қалғанлиқи мәлум.
“йәр шари садаси” тор гезитиниң 31-өктәбирдики мақалисидә ейтилишичә, кимниң немини чүшүрүши интернет дунясида унчивала чоң ғулғула қилғудәк вәқә һесабланмисиму, “тосуқ атлаш әплирини чүшүрүш” ниң 2-дәриҗилик террорлуқ қилмиши һесаблиниши бәкму әҗәблинәрлик һадисә икән.
Бу һәқтә пикир қилған бирәйлән “билишимчә, бу хил бир яқлиқ қилиш пүткүл хитайға ортақ әмәс. Шундақ болсиму хитайға саяһәткә барғинимда компютеримға орнитип қойған шу хилдики әпләр сәвәбидин қолға елинишимниң еһтималлиқи қанчилик?” дегән.
Мәлум болушичә, хитайдики интернет ишләткүчиләрдин 1% тин 3% кичә болған киши чәтәл тор бекәтлирини зиярәт қилиш үчүн мәхпий һалда тор тосуқлиридин бөсүп өтүш әплириниң ярдимигә тайинидикән. Шуниң билән бир вақитта, уйғурлар дияридики интернет бихәтәрлики вә тор сүзгүчи җәһәттики қаттиқ башқуруш тәдбирлири изчил һалда кишиләрниң даимлиқ сөһбәт темилиридин болуп кәлмәктә.









