Хитай һөкүмити: “алий мәктәп пүттүргәнләрниң көпинчиси ишқа орунлашти!”
2020.12.28
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 26-декабирдики хәвиридә 2020-йили уйғур дияридики һәрқайси алий мәктәпләрдин оқуш пүттүргән оқуғучиларниң 89 пирсәнтиниң ишқа орунлашқанлиқи алаһидә йәр алди.
Хәвәрдә ейтилишичә, уйғур дияридики һәрқайси идарә-органлар вә карханилар хизмәт орниниң муқим болушини ишқа ашуруш үчүн түрлүк қийинчилиқларға қаримай алди билән оқуш пүттүргән оқуғучиларни хизмәткә алған. Буниңда охшимиған “етибар” вә “риғбәтләндүрүш” вастилири арқилиқ оқуш пүттүргән оқуғучиларни бу орунларға “җәлп” қилған.
Хәвәрдә бу оқуғучиларниң уйғур яки хитай икәнлики ейтилмиған. Әмма анализчилар хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики чекидин ашқан идарә қилиш тәдбирлириниң уйғурларни хану-вәйран қилипла қалмастин әксичә бу җайларға келип ишләватқан хитай кадирларниңму бир илаҗ қилип ичкиригә қечип кетишигә сәвәб болуватқанлиқини алаһидә тәкитләйду. Улар шу асаста “бу қетим ишқа орунлашқан алий мәктәп оқуғучилири бәлким ашу хил ‛қачқун‚ кадирлар пәйда қилған бош орунларни толдурған болуши мумкин,” дейишти.









