Бу йил уйғур диярида 460 миң киши “ишқа орунлашқан”
2022.02.16
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 16-февралдики хәвиридә ейтилишчә, бу йил уйғур дияридики һәрқайси шәһәр-базарларда 460 миңдин артуқ киши йеңидин “ишқа орунлашқан”.
Хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә уйғур дияридики ишсизлиқ нисбити төт йерим пирсәнт болуп, “ишқа орунлишишта муқим болуш, башқа орунларға берип ишқа орунлишиш изчил болуш” толуқ әмәлгә ашқан. Әмма бу кишиләрниң қәйәрләрдин кәлгәнлики вә қандақ орунларға ишқа орунлашқанлиқи ейтилмиған.
Хитай һөкүмитиниң хәвәрлиридә уларниң “шинҗаңға ярдәм бериш” намидики паалийәтлиридә хитай өлкилиридики завут вә ширкәтләрниң уйғур дияриға йөткливатқанлиқи алаһидә гәвдилинип кәлгәниди. Һалбуки көплигән учурлар хитай һөкүмитиниң лагер тутқунлирини вә йәрлиридин айрилип қалған уйғур деһқанлирини әрзан баһалиқ “заманиви қуллар” қатарида хитайларниң түрлүк завутлириға ишчилиққа орунлаштурғанлиқини дәлиллигәниди. Нөвәттә бу хәвәрдә тилға елинған 460 миңдин артуқ кишиниң қәйәрләрдики қандақ хизмәтләргә орунлашқанлиқи һәққидә түрлүк тәхминләр оттуриға чиқмақтикән.