Хитай һөкүмити лагерларни тақашниң вақти һәққидә сөз қилди

Уйғур дияридики лагерлар мәсилиси хәлқараниң күчлүк диққитини қозғаватқанда бейҗиңдики хәлқ қурултийиниң йиғиниға қатнишиватқан уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт хадимлири “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атиливатқан лагерларни тақашниң вақти һәққидә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

Уйғур дияридики лагерлар мәсилиси хәлқараниң күчлүк диққитини қозғаватқанда бейҗиңдики хәлқ қурултийиниң йиғиниға қатнишиватқан уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт хадимлири “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атиливатқан лагерларни тақашниң вақти һәққидә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

Бирләшмә агентлиқниң 12-марттики хәвиригә қариғанда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәттин қурултайға әвәтилгән вәкилләр өмикиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир бейҗиңдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида “тәрбийәләш мәркәзлири” дики курсантларниң сани һәққидә соралған соалларға җаваб беришни рәт қилған һәмдә “тәрбийәлиниватқан кишиләрниң һәқиқий сани чәтәлдики яман ғәрәзлик кишиләр дәватқандәк ‛бир милйон киши‚ дегәндин зор дәриҗидә аз” дегән.

Шөһрәт закир лагерлардики кишиләрниң қамилиш сәвәби һәққидики соалларға җаваб берип: “биз һечқандақ диний етиқадни нишан қиливатқинимиз йоқ.

Курсантлар худди ятақлиқ мәктәптә йетип оқуғандәк оқуп, адәттә һәптә ахирлири өйлиригә қайтип кетиду” дегән. Мухбирлар бу хил “тәрбийәләш” ниң қачан ахирлишидиғанлиқи һәққидә сориғанда шөһрәт закир “қачанки шинҗаңда бу хил тәрбийәләшкә еһтияҗ қалмиғанда биз бу тәрбийәләш мәркәзлирини тәдриҗий әмәлдин қалдуримиз” дегән.

Шуниңдәк бу хил “тәрбийәләш” иҗра болған икки йил ичидә һечқандақ зораванлиқ вә террорлуқ вәқәсиниң йүз бәрмигәнликини буниңға мисал қилип көрсәткән. Ахирида “әмма буниңлиқ билән биз бир дәқиқиму бошап қалмаслиқимиз лазим” дегән.

Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит бу һәқтә пикир баян қилип: “уйғурлар мәвҗутла болидикән, хитай һөкүмитиниң бу хил тәрбийәләшкә болған еһтияҗи мәңгү түгимәйду. Демәк, бу хитай һөкүмитиниң лагерларни тақаш нийитиниң йоқлуқиниң ипадиси” деди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org