Уйғур дияридики лагерлар көпләп түрмиләргә өзгәртилгән
2023.05.18
Хитай һөкүмити уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш” мәркәзлири намидики лагерларниң тақалғанлиқини, бу җайлардики “курсантлар” ниң җәмийәткә қайтқанлиқини җакарлиғандин кейин, әнглийәдики “асман хәвәрлири”(Sky News) ниң мухбирлар гурупписи уйғур дияриға зиярәткә барған һәмдә хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириниң әмәлийәттин көп йирақ икәнликини байқиған.
Улар 18-май күни елан қилған қисқа филимдин мәлум болушичә, уларниң мухбирлар гурупписи қәшқәрдики кочиларда өзлири аңлап келиватқан дөләт террорлуқиниң пүтүн изналирини, җүмлидин тәкшүрүш понкитлири, чарлап йүргән топ-топ сақчиларни һәммила йәрдә көргән. Еғир сиясий контроллуқниң ипадилири бу һаләтниң йәнә қанчилик вақит давам қилишиға җаваб берәлмәс һаләттә һәммила йәрдә көзгә челиққан. Шундақла әйни вақитта лагер қилип ишлитилгән җайларни тапқан һәмдә нәқ мәйданни зиярәт қилған.
Мухбирларниң көргини әйни вақиттики тикәнлик сим тосуқ билән оралған лагер биналириниң һазирму шу қияпитини өзгәртмигән һалда ташландуқ қурулушқа айлинип қалғанлиқи, йәнә бәзилириниң вақитлиқ олтурақ өйләргә яки мәктәпләргә өзгәртилгәнлики болған. Әмма лагерларниң тақалғанлиқи һәққидики сөзләргә хели болған болсиму, мушу хилдики лагерларға қамалғанларниң қоюп берилгәнликини һечким көрмигән. Муһаҗирәттики уйғурлардин мәмәтҗан җүмә әйни вақитта лагерға қамалған иниси вә башқа уруқ-туғқанлириниң һазирму қоюп берилмигәнликини тәстиқлиған.
Мухбирлар гурупписи шәһәр сиртиға җайлашқан лагерларни тапқанда бу муәссәсәләрниң толуқ ишләш һалитидә икәнликини, шуниңдәк уларниң аллиқачан кеңәйтилип техиму зор көләмдики түрмигә айланғанлиқини байқиған. Йәнә келип илгири йоқ болған көзитиш мунарлири қошулған. Кеңәйтилгән түрмиләрниң йенидики лагерларниң көзитиш мунарлири болса еливетилгән. 2021-Йили түрлүк қийинчилиқлардин кейин чәт әлгә чиқишқа мувәппәқ болалиған һәмдә ашу лагерларниң биридә йетип чиққан бир сабиқ мәһбус аял “нур” тәхәллусида зиярәтни қобул қилған. У мухбирға бу һәқтә сөз қилип, “лагерға қамалғанлар һазир түрмиләрдә. Уларниң көпинчиси азадлиққа чиққини йоқ” дегән.