Хитайниң әнглийәдики әлчиси уйғур елидә лагерларниң мәвҗутлуқини рәт қилди
2019.10.03
Хитайниң әнглийәдә турушлуқ баш әлчиси алдинқи күни әнглийәдики “аләм” (“Sky”) хәвәрлири телевизийәсиниң зияритини қобул қилғанда уйғур елидә лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилди.
“аләм” хәвәрлириниң программа риясәтчиси хитай әлчиси лю шавмиң билән өткүзгән зиярити җәрянида уйғур елидики лагерлар мәсилиси үстидә тохталған. У сөзидә өзлириниң мухбирлириниң уйғур елигә биваситә барғанлиқи вә районда нәччә йүз миңлиған, һәтта милйон әтрапида кишиниң һазир тутуп туруш лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини ейтти.
Хитай әлчи болса униң сөзини рәт қилип, “бу раст әмәс, шинҗаң дегән хитайниң әң чоң өлкилириниң бири. У йәрдә кишиләр парағәтниң пәйзини сүрүватиду” дегән.
Риясәтчи униңдин давамлиқ “бу тутуп туруш лагерлирида қанчә киши тутуп турулуватиду?” дәп қайта сориған. Лю шавмиң буниңға җавабән “улар тутуп туруш лагерлири әмәс, биз уларни‚тәрбийәләш мәркизи‛, дәп атаймиз. Бу террорлуқниң алдини елиш үчүн елинған тәдбир. Шинҗаң дегән террорлуқниң қурбани” дәп гәп йорғилатқан. Риясәтчи дәрһал екранда қоюлуватқан корла пойиз истансисида пут-қоллири кишәнләнгән, көзлири қара лата билән бағланған һалда йөткиливатқан уйғурларниң видийосини көрситип туруп “сиз бу орунларни‚қайта тәрбийә мәркизи‛дәйсиз. Бу кишиләр көзлири бағланған вә кишәнләнгән һалда әп меңилған. Бу кишиләр бундақ тәрбийәләш мәркәзлиригә өзлири халап барамду?” дәп сориди.
Лю шавмиң болса бу көрүнүшниң қайта тәрбийә мәркәзлири билән алақиси йоқлуқини, буниң түрмидики мәһбусларниң йөткилишигә аит көрүнүшликини илгири сүрди вә “бу тәдбирләрниң мәқсити көпчилик аһалиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, бу дегән б д т ниң террорлуқтин сақлиниш сиясәтлириниң бир қисми” дәп көрсәтти. У йәнә бу орунларда кишиләрниң террорлуқ, әсәбийлик идийәлиридин узақлишип, кәсип өгинип җәмийәткә чиқидиғанлиқини илгири сүрди.
Һалбуки, униң бу сөзлири чәтәлләрдики уйғур вәзийитини көзәткүчилириниң күчлүк тәнқидигә учриди. Улар тивиттерда буниңға қайтурған инкаслирида хитайниң әмди пакитларни йошуруп болалмайдиғанлиқини вә бу әмәлдарларниң бундақ сөзлириниң уларниң кәлгүсидә адаләт алдида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа янтаяқ болуш җинайити билән сотлиниши үчүн муһим пакит болуп қалидиғанлиқини әскәртти.









