Адриян зенз ашкариланған йеңи һөҗҗәтләргә асасән тутқун санини 1 милйон 800 миңғичә дәп мөлчәрлимәктә

Мухбиримиз ирадә
2019.11.25
lager-zens-zen-bdt.jpg Уйғур мәсилиси бойичә хәлқараға тонулған мутәхәссис адран зенз әпәнди җаза лагерлири тоғрисида доклат бәрмәктә. 2018-Йили 18-сентәбир, җәнвә.
REUTERS

Уйғур елидики лагерларға аит йәнә бир түркүм мәхпий һөҗҗәтләр ашкариланди.

24-Ноябир йәкшәнбә күни, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған йиғивелиш лагерлириға мунасивәтлик бир қатар мәхпий һөҗҗәтлири ашкарилинип, лагерларниң көлими вә униң пүткүл уйғур җәмийитигә көрситиватқан тәсирлири үстидә йәниму ениқ тәпсилатлар оттуриға чиқти.

Уйғур елидики лагерлар мәсилисидики тонулған тәтқиқатчи адриян зенз юқиридики һөҗҗәтләрни бирму-бир тәкшүрүп чиққан болуп, у 24-ноябир йәкшәнбә күни “ню-йорк вақти” гезитидә “хитай бизниң билишимизни халимиди, бирақ униң һөҗҗәтлири әмәлийәтни сөзләватиду” мавзусида мақалә елан қилип, бу һөҗҗәтләрдә ашкариланған муһим мәзмунларни тонуштурди.

Адриян зензниң көрситишичә, ашкариланған һөҗҗәтләр ичидики бири уйғур аптоном райониниң муавин партком секретари җу хәйлун имза қойған “дөләт иккинчи дәриҗилик мәхпий телеграммиси” болуп, бу телеграммида асаслиқи уйғур елидә йолға қоюлуватқан бу аталмиш “қайта тәрбийә мәркәзлири” ни мутләқ мәхпий сақлаш һәққидики йолйоруқлар орун алған. Мәсилән, рәһбирий кадирларниң һәрқандақ бир шараит астида “йиғивелип тәрбийәләш” кә аит учурларни ашкарилишиға, бу һәқтики учурларни қол телефон, интернетқа қоюшиға, мухбирларниң зияритини қобул қилишқа болмайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Һөҗҗәттә йәнә лагер әтраплириға орнитилған бихәтәрлик назарәт камералири, көзитиш мунарлириға аит тәпсилатларму бар икән.

Адриян зензниң баян қилишичә, ашкариланған һөҗҗәтләр ичидә йәнә, лагерларға әкетилгән, түрмигә соланған он миңларчә кишиниң исми, кимлик номури, адресиму бар болуп, уларниң мутләқ көп қисми уйғур икән. Униң бир қисми алаһазәл 800 миң әтрапида нопусқа игә болған вә нопусниң 96 пирсәнти уйғур болған йәркән наһийәсигә аит болуп, 2018-йили чиқирилған бу һөҗҗәттин мәлум болушичә, йәкән наһийәсидики қорамиға йәткән нопусниң 16 пирсәнткә йеқини лагерға вә түрмиләргә соланған. Һөҗҗәттә көрситилишичә, қошериқ наһийәсидики “әсәбийлик билән еғир дәриҗидә булғанған” дәп тәсвирләнгән икки йезидики 60 пирсәнт аилидә аз дегәндә бир вә униңдин көпи тутқун қилинған.

Адриян зенз бу һөҗҗәтләрдин қариғанда хитай һөкүмитиниң 30-яштин 59 яшқичә болған арилиқтики әрләрни асаслиқ тутқун нишани қилғанлиқини әскәрткән.

Униң ейтишичә, бу һөҗҗәтләрдә лагерларда йетиватқанларниң омумий саниға аит бир учур йоқ болуп, бу йәнила мутләқ қоғдиливатқан бир мәхпийәтлик икән. Шундақтиму адриян зенз бу ашкариланған учурларға асасән лагерлардики тутқунларниң санини қайтидин һесаблап чиққан. Униң мөлчәрлишичә, 2017-йили баһар пәслидин башлап тутқун қилинған киши сани 900 миңдин 1 милйон 800 миңғичә болуши мумкин икән. Һөҗҗәттә йәнә лагерларда тәрбийәгә маслашмай, тиркәшкәнләргә “һуҗум характерлик тәрбийә” йүргүзүш тәлимати берилгән болуп, мана бу лагерларда мәҗбурлаш вә қийин-қистақниң омумйүзлүк мәвҗутлуқидин дерәк беридикән.

Адриян зензниң әскәртишичә, хитайниң рәсмий статистикилириға асасланғанда 2015-2018-йиллири арисида қәшқәр вә хотәндин ибарәт икки чоң, уйғурларни асас қилған вилайәттә нопусниң көпийиш нисбити 84 пирсәнт чүшүп кәткән.

Адриян зенз мақалисидә мана мушуниңдинла хитай һакимийитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан лагер түзүминиң пәқәт лагердикиләрла әмәс бәлки пүткүл уйғур җәмийитигә қандақ зәрбә бериватқанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқини вә буниң хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң биваситә йетәкчиликидә йүргүзүлүватқанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.