Ғулҗа наһийәси 600 нәпәр хитай тиллиқ оқутқучи қобул қилидикән

Ғулҗа наһийәси наһийә тәвәсидики башланғуч вә оттура мәктәпләргә 600 нәпәр “дөләт тили” да йәни, хитай тилида дәрс беридиған оқутқучи қобул қилидиғанлиқи һәққидә елан чиқарған

Ғулҗа наһийәси наһийә тәвәсидики башланғуч вә оттура мәктәпләргә 600 нәпәр “дөләт тили” да йәни, хитай тилида дәрс беридиған оқутқучи қобул қилидиғанлиқи һәққидә елан чиқарған.

Ғулҗа наһийәлик һөкүмәтниң тор бетидә тарқитилған уқтурушта юқиридики оқутқучиларниң “җәмийәт муқимлиқи вә узун муддәтлик әминликни ишқа ашуруп баш нишанни әмәлийләштүрүш, мәктәпләрдә дөләт тили оқутушини омумлаштуруш” мәқситидә уйғур ели вә хитай өлкилиридин қобул қилинидиғанлиқи баян қилинған.

Қобул қилинидиған хитай тили оқутқучилири толуқсиз оттура вә башланғуч мәктәпләргә 470 нәпәр, толуқ оттура мәктәпләргә 130 нәпәр болуп, җәмий 600 нәпәр икән.

Буниңдин сирт ғулҗа наһийәси йәнә кәспий толуқ оттура мәктәпләргә җәмийәттин 20 нәпәр оқутқучи қобул қилидиғанлиқи һәққидә айрим уқтуруш чиқарған. юқиридики бу еланларниң һәммисидә илтимас қилғучиларниң “вәтәнниң бирликини сөйидиған, миллий бөлгүнчиликкә вә қанунсиз диний паалийәткә қарши туридиған” болуши шәрт қилинған. Шуниңдәк илтимас қилғучилардин елинидиған еғизчә вә язма имтиһанларниң “дөләт тили” да болидиғанлиқи әскәртилгән.

Бу йил йил өрүлгәндин буян уйғур елиниң һәрқайси вилайәт-наһийәлиридә сақчи яки бихәтәрлик хадими вә оқутқучи қобул қилиш һәққидә уқтурушлар көпләп елан қилиниши диққәт қозғиди. Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур елигә йәнә көпләп хитай көчмән йөткәп, лагерларға қамалған уйғурларниң орнини толдурмақчи болуватқанлиқини пәрәз қилишмақта.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org